Америка һөкүмити бир қисим урушчи әскәрлирини ирақтин чекиндүрүшни қарар қилди


2007.09.13

Пәйшәнбә күни, америка һөкүмитиниң алий дәриҗилик бир хадими, президенти җорҗ бушниң 2008‏- йили июл ейиғичә ирақтин 5 америка һәрбий биригадисини чкиндүридиғанлиқини қарар қилғанлиқини билдүрди. Һазир ирақта 20 америка һәрбий биригадиси һәрбий һәрикәт елип бармақта.

Хәвәрләргә қариғанда, президенти буш, америкиниң ирақтики һәрбий қисимлириниң баш қомандани генерал девед петриясниң ирақтин бәзи америка урушчи қисимлирини чекиндүрүш тәклипини қобул қилған. Генерал петрияс өткән һәптә америка дөләт мәҗлисидә мушу ай ичидила ирақтин 2200 нәпәр америка урушчи әскәрлирини чекиндүрүшни вә йил ахирида йәнә бир қисим әскәрләрни чекиндүрүш мумкинлиқини тәкитлигән. У шундақла 2008‏- йили яз айлириғичә ирақтики америка урушчи биригадисиниң санини 20 дин 15 гә чүрүш тәклипини оттуриға қойған иди.

Ирақтики мәзһәпләр ара тоқунушларни тохтитиш үчүн, президент буш январ ейида, ираққа 30 миң қошумчә америка һәрбий қисим әскәрлирини әвәтишни қарар қилған.

Генерал петрияс дүшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси авам палатаси вә сәйшәнбә күни кеңәш палатасида өткүзүлгән гуваһлиқтин өтүш йеғинлирида, ираққа қошумчә америка һәрбий қисимлири әвәтилишиниң, ирақтики мәзһәпләр ара тоқунушларниң азийишида муһим рол ойниғанлиқини тәкитлигән.

Лекин хәвәрләргә қариғанда, бүгүн америкиниң ирақтики әң муһим сүнний иттипақдиши һесабланған шәйх абдулсаттарниң бир сүйиқәст нәтиҗисидә өлтүрүлгәнлики, америкиниң суннийләрни өз сепигә тартиш паалийитигә қаттиқ бир зәрбә беридикән шундақла бу сүйиқәст вәқәси ирақта вәзийәтниң һелиму мурәккәп вә җиддий икәнликини көрситидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.