Дуняниң һәр қайси җайлирида ирақ урушиға қарши намайишлар өткүзүлди
2005.03.20
Америка президенти җорҗ буш америка башчилиқидики бирләшмә армийә ираққа һуҗум қилғанлиқиниң икки йиллиқ хатириси һарписида ирақ урушини қоғдап, " ирақ уруши америкини техиму бихәтәр қилди" дәп көрсәтти.
У шәнбә күни бәргән баянатида, "америкидики әркинликниң мәвҗудлиқи барғансири башқа җайлардики әркинлик билән бағлинишлиқ болуп қалди. Садам һакимийитиниң ағдурилиши, ирақта демократийә вә әркинликниң бих урушиға йол ачти. Америкиниң һәрбий һәрикити сәвәбидин ирақ һөкүмити дуняға вә ирақ хәлқигә тәһдид елип кәлмәйдиған болди" деди. Җорҗ буш йәнә, америка әскәрлириниң көрсәткән төһпилиригә мәдһийә оқуди.
Ирақ уруши башланғандин буян таки һазирғичә 1500 дин артуқ америка әскири өлгән иди.
Бу арида, дуняниң һәр қайси җайлирида ирақ уруши башланғанлиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән кәң көләмлик намайиш елип берилди. Әнглийә б б с радио- телевизийисиниң хәвиригә қариғанда, нәччә он миңлиған кишиләр лондонда намайиш өткүзүп, америка вә әнгилийә башчилиқидики ирақ урушиға наразилиқ билдүрди. японийә, австралийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрдиму миңлиған, он миңлиған кишиләр ирақ урушиға қарши намайиш өткүзүп, дөләтләрни ирақтин қошун чикиндүрүшни тәләп қилди. Америкиниң нйо-йорк, сан франсиско, чикаго қатарлиқ шәһәрлиридиму урушқа қарши намайишлар өткүзүлди. (Арзу)