Президент буш ирақниң сиясий вәзийитидин мәмнун икәнликини ипадилиди


2008.03.20

Америка президенти җорҗ буш, америка йетәкчиликидә елип берилған ирақ урушиниң 5 йилдин кейинки сиясий вәзийитидин өзиниң интайин миннәтдар икәнликини ипадилиди. Бирақ у йәнә қилишқа тегишлик нурғун хизмәтләрниң бар икәнликини билдүрди.

Президент буш, пәйшәнбә күни ақсарайда дөләт хәлқиғә нотуқ елан қилип, ирақта демократик һәрикәтләрниң барлиққа келиватқанлиқидин чәксиз хошал икәнликини, әмма иранға охшаш дөләтләрниң ираққа йәнила өзиниң сәлбий тәсирини көрситиватқанлиқини ипадилиди.

Буш сөзидә, иранниң, ирақ ичидики радикал күчләрни қорал билән тәминләп келиватқанлиқини, шуңа ирақтики қошунни чекиндүрүп чиқишниң қолға кәлтүргән ғәлибини террорчиларға өткүзүп бәргәнлик билән тәң болидиғанлиқини тәкитләш билән биргә, ирақтики америка әскәрлирини қисқартишқа охшаш һәр қандақ бир истратегийиниң, ирақта турушлуқ америка һәрбий қоманданлиқ шитабиниң пикригә асасән йолға қоюлушини тәләп қилди.

Ирақ хәлқиниң көпинчиси ирақниң тенчлиқи үчүн америка қоманданлиқ қиливатқан қошунниң йәнила бир мүддәт ирақтин айрилмаслиқини тәшәббүс қилидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.