Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумлирида аз дегәндә 47 киши өлди
2006.07.17
Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумлири үзлүксиз давамлишиватиду. Дүшәнбә күни исраилийиниң ливандики нишанларға қарита илип барған һава һуҗумлирида аз дегәндә 47 киши өлди. Буниң билән өткән алтә күн ичидә исраилийиниң һуҗумлири нәтиҗисидә ливанда өлгәнләрниң сани 200 кишидин ашти.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өлгәнләрниң 195 нәпири бигунаһ пуқралар вә 12 си ливан әскәрлири болуп, исраилийиниң мәзкур һуҗумлири җәрянида 440 дин артуқ киши яриланған.
Хәвәрләргә қариғанда, ливандики һизбулла һәрикитиниң өткән бир һәптидин бери исраилийигә қарши елип барған һуҗумлирида өлгәнләрниң сани 24 кишигә йәткән.
Бу арида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши исраилийә билән ливандики һизбулла һәрикити оттурисида башлиған уруш мәсилиси һәққидә көрүшүш үчүн дүшәнбә күни йепиқ ишикләр арқисида йеғин өткүзди. Әмма бу йеғиндин урушни тохтитиш тоғрисида җиддий бир қарар чиқирилмиди.
Ливанниң б д т дики вәкили нуһад мәһмуд, һәтта бу қетимқи урушни тохтитишни қоллайдиғанлиқи тоғрисида бир қарар қобул қилалмиған б д т бихәтәрлик кеңишни тәнқид қилди. Б д т бихәтәрлик кеңиши, шәнбә күнидики йеғинидиму урушни тохтитиш һәққидә бир қарар қобул қилалмиған иди.
Русийиниң санк питисбург шәһиридә учрашқан дунядики сәккиз тәрәққи қилған дөләт рәһбири, йәкшәнбә күни бир бирләшмә баянат елан қилип, пәләстиндики хамас вә ливандики һизбуллани, бу қетимқи урушни башлатқан тәрәп дәп әйиблиди. Шундақла улар исраилийидин сәвирчан болушини тәшәббус қилди. (Қанат)