Исраилийә ички кабинти газадин чекиниш пиланини мақуллиди
2005.02.20
Исраилийә ички кабинти йәкшәнбә күни йиғин чақирип, исраилийә баш министири арийол шарун тәрипидин оттуриға қоюлған газадики йәһудий мәһәллилирини чеқиветиш, исраилийә қошунлирини чекиндүрүш пиланини мақуллиди. Гәрчә исраилийә ички кабинтида мәзкур пиланға өктә чиққанлар болсиму, бирақ пилан ахирқи һесабта мақулланған.
Арийол шарун, чекиниш пилани мени өз ичигә алған нурғун исраилийиликләр үчүн интайин азаблиқ бир қарар, бирақ бу исраилийиниң тәқдиригә мунасивәтлик зор мәсилә, дәп көрсәтти. Мәзкур пилан буниңдин илгири исраилийә дөләт мәҗлиси тәрипидин тәстиқланған болуп, пилан бойичә 8 миң йәһуди пуқраси газадики 21 йәһудий мәһәллисидин чекиниду.
Шу күнки, йиғинда исраилийә билән пәләстин оттурисиға ясиливатқан 650 к м узунлуқтики мудапиә теминиң йөлүнишини өзгәртиш тәклипи мақулланди. Гагадики хәлқара сот мәһкимиси мәзкур тамни хәлқара қанунларға хилап, дәп елан қилған. Мудапиә теми буниңдин кейин хәлқара җәмийәт етирап қилған чегра сизиқини бойлап ясилиши мумкин.
Шуниң билән биргә исраилийә газа билән мисир оттурисидики чегра еғизлирини ачқан. Исраилийә һәрбий тәрәп баянатчиси, бу тәдбирләр пәләстин тәрәпкә қаритилған контролни бошитиш тиришчанлиқиниң бири қисими, дәп көрсәтти.
Нөвәттә газадики пәләстин земинида 8 миң йәһудий пуқраси билән, бир милйон 200 йүз миң пәләстин пуқраси яшимақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пәләстин вә исраилийә рәһбәрлири тоқунушни тохтитидиғанлиқини җакарлиди
- Пәләстин билән исраилийә пат арида уруш тохтитиш келишими имзалиши мумкин
- Исраилийә ғәрбий қирғақтин қошун чекиндүрүшни пиланлимақта
- Шарон, пәләстин қораллиқ күчлиригә зәрбә бериш һәққидә буйруқ чүшүрди
- Шарун пәләстин билән болған мунасивәтни үзди
- Дуня җамаәтчилики маһмут аббасниң сайланғанлиқини еһтиятчан үмидварлиқ билән қарши алди
- Пәләстиндә президент сайлими өткүзүлди
- Шарон пәләстин дөлити қурулушиниң мумкинчилики һәққидә бишарәт бәрди