Исраилийә армийиси ғәззә райониға һуҗум қилди
2005.09.25
Хәвәрләргә қариғанда техи йеқиндила ғәззә районидин қошун чекиндүрүш буйруқи елан қилған исраилийә һәрбий даирилири йәкшәнбә күни ғәззәгә ракета билән һуҗум қозғиған болуп, нәтиҗидә аз дегәндә 22 адәм яриланған вә 2 адәм өлгән.
Исраилийә тәрәп өзлириниң бу һуҗуминиң " хамас" тәшкилатиниң қораллиқ гурупписиға қаритилганлиқини билдүргән болсиму, әмма улар атқан ракетаниң ғәззәдики аһалилар зич райондики бир мәктәпкә чүшкәнлики ейтилмақта. яридар болғанларниң көпинчиси, балилар вә аяллар икән.
Бб с агентлиқиниң учуридин қариғанда исраилийә һөкүмити ғәззәгә қаратқан бу һәрбий һәрикәтлирини " тунҗи ямғур" дәп атиған болуп, исраилийә даирилири ғәззәдики " хамас" тәшкилатидин ракета арқилиқ һуҗум қилиш, қолға елиш вә пәләстинликләрни исраилийә тәвәсигә киргүзмәслик билән өч елишни пиланлиған икән.
Шу вәҗидин исраилийә даирилири йәнә раммалла вә хеврон қатарлиқ җайларда 150 дин артуқ пәләстинликни қолға алған. (Үмидвар)