Исраилийә баш министири ариял шарон һакимийәттики оңчи ликуд партийисидин чикинди. У телевизорда қилған нутуқида, " ликуд партийиси исраилийини дөләтниң нишаниға йитәклийәлмәйду" дәп көрсәтти.
Чәтәл мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, шарон 30 йил аввал өзи қурушқа қатнашқан ликуд партийисидин чикинип узун өтмәйла президенттин нөвәттики парламентни тарқитип, йеңи парламент сайлиминиң вақтини илгири сүрүшни тәләп қилған. Исраилийә мәтбуатлириниң билдүрүшичә, сайлам киләр йили 3 - айларда өткүзлүши мумкин. Хәвәрләргә қариғанда, ариял шарон нөвәттә йеңи сиясий партийә қурушни пиланлимақта. Анализчилар, шаронниң оңчи ликуд партийиси билән ада- җуда болушиниң исраилийә сиясий сәһнисидә мәнпәәтләрниң қайта тәшкиллинип, исраилийиниң сиясий йөлүнүшиниң қайта бикитилидиғанлиқини билдүрмәктә.
Ариял шаронниң бу йил ғәззә раюни вә иордан дәрясиниң ғәрбий қирғиқидики қисмән җайлардин қушун чикиндүрүш һәрикити , ликуд партийисидики оңчиларниң қаттиқ қаршилиқиға учриған. Оңчилар 1967 - йилидики урушта исраилийә игилигән зиминларда йәһудийларниң аһалә раюнлирини кеңәйтишни қоллайтти. Буниң алдида, исраилийидики мөтидил партийә болған ишчилар партийиси шаронниң бирләшмә һөкүмитидин чикингән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийә армийиси ғәззә райониға һуҗум қилди
- Исраилийә газа вә иордан дәрясиниң ғәрбий қирғиқидики бир қисим пәләстин земинидин пүтүнләй чекинди
- Исраилийә қошуни ғәззидики йәһудийларни мәҗбурий көчүрмәктә
- Исраилийә әскәрлири ғәззидики йәһудилар билән тоқунушуп қалди
- Хитай, пәләстин билән иқтисадий җәһәттә һәмкарлишишқа вәдә қилди