Исраилийә мәңгүлүк чегра бекитишни қарар қилди
2006.03.29
Исраилийиниң вақитлиқ баш министири, алға партийисиниң рәиси ехуд олмерт сайламда ғәлибә қилғанлиқини җакарлаш билән биргә, исраилийиниң әмди мәңгүлүк чегра бекитиш пәйтиниң йетип кәлгәнликини билдүрди.
Олмерт сөзидә, исраилийиниң бир қисим земинлардин ваз кечиш арқилиқ пәләстинликләрниң тинчлиқини қолға кәлтүрүшни халайдиғанлиқини ейтти. Әмма у йәнә, әгәр мәңгүлүк чегра бекитиш мәсилисидә пәләстин даирилири билән келишим һасил қилалмиса, у чағда өзиниң бир тәрәплимилик һалда һәрикәт елип беришқа мәҗбур болидиғанлиқини билдүрди.
Пәләстин рәһбири аббас, исраилийә вақитлиқ баш министири олмертни бир тәрәплимә һалда мәңгүлүк чегра бекитиш пиланидин ваз кечишкә чақирип, " олмерт бир тәрәплимә һәрикәт қилиш қараридин ваз кәчмигичә, исраилийидики сайлам нәтиҗиси һечқандақ өзгириш пәйда қилалмайду" деди.
Пәләстин һөкүмитидә һоқуқни қолға алған һамас тәшкилати "исраилийиликләрниң мәңгүлүк чегра бекитишни тәкитләйдиған олмертқа беләт ташлиши, буниңдин кейинки исраилийә-пәләстин мунасивитиниң техиму начар болидиғанлиқидин дерәк бериду" дәп билдүргән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хамасниң ғәлибиси оттура шәрқниң келәчики болған әндишиләрни күчәйтмәктә
- Исраилийә баш министири шарон ликуд партийисидин чикинди
- Исраилийә армийиси ғәззә райониға һуҗум қилди
- Исраилийә газа вә иордан дәрясиниң ғәрбий қирғиқидики бир қисим пәләстин земинидин пүтүнләй чекинди
- Исраилийә қошуни ғәззидики йәһудийларни мәҗбурий көчүрмәктә