Исраилийә уруш тохтутуш вә ливанға хәлқара қошун орунлаштуруш тәклипини рәт қилди
2006.07.18
Исраилийә ташқи ишлар министири ливни сәйшәнбә күни ливан билән уруш тохтутуш вә җәнубий ливанға хәлқара қисимларни орунлаштуруш мәсилисини музакирә қилишқа һазирчә балдурлуқ қилиду, деди.
Ливиниң әскәртишичә, һазирқи басқучта елинидиған тәдбирләр һизбуллаһни қоралсизландуруш вә җәнубий ливанға ливан һөкүмәт қисимлирини орунлаштуруш икән. У, мәсилини һәл қилиш чариси чоқум 2 исраилийә әскирини шәртсиз қоюп бериш вә иран билән сүрийә һизбуллаһни қоралландурушни тохтитишни өз ичигә елиши керәк, дәйду.
Исраилийә ташқи ишлар министири бу сөзләрни сәйшәнбә күни ерусалемда б д т ниң вәкилләр өмики билән көрүшкәндин кейин тәкитлиди. Б д т җәнубий ливанға хәлқара қошун орунлаштурушни илгири сүрүшкә тиришмақта. Б д т баш катипи кофи, һазирқи җидди мәсилидә җәнуби ливанға хәлқара қошун орунлаштуруш, дәп көрсәтти.
Ливан президенти лаһуд, ливан һөкүмитиниң һизбуллаһ рәһбири һасан нәсрулладин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүргән. Исраилийә айропиланлири болса ливандики нишанларни давамлиқ бомбардиман қилмақта. Һизбуллаһ исраилийә чигриси ичидики нишанларға давамлиқ ракита атти. Уруш партилиғандин тартип һазирғичә ливан тәрәптин 230 дәк адәм өлгән. Исраилийә тәрәптин өлгән 25 адәмниң 12 нәпири әскәр.
Исраилийә баш министири әхуд олмарт, һизбуллаһ тәрипидин әсир елинған 2 исраилийә әскири шәртсиз қоюп берилмигичә вә һизбуллаһ қоралсизландурулмиғичә уруш тохтимайдиғанлиқини агаһландурмақта. (Әркин)