Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗуми давамлашмақта
2006.07.20
Америка бирләшмә агентлиқиниң бүгүн бәргән хәвиригә асасланғанда, һуҗумлар давамида һизбулла һәрикитиниң әскәрлиридин 5 өлтүрүлгән, икки нәпәр исраилийә әскири яриланған.
Исраилийә армийисиниң баянатчиси , исраилийә қисимлириниң чегра атлап, ливан чегриси ичидики һизбулла һәрикитини тар - мар қилишни нишан қилип елип барған 8 қетимлиқ һава һуҗумида һизбулла һәрикитиниң асаслиқ орни вә оқ дора сақлаш амбирини бит - чит қилғанлииқни билдүрди.
Исраилийә 7 - айниң 12 - күни икки нәпәр әскириниң гөрүгә елинғанлиқини баһанә қилип, ливанға қарита қораллиқ һуҗум елип барди. Мәзкүр һуҗум бүгүнгә қәдәр ливанда 310 кишиниң өлүмини мәйданға кәлтүрди. Бу җәрянда һизбулла һәрикитиниң җәңчилири, 29 исраийиликни өлтүргән.
Исраилийә тәрәп йәнә, ливанда елип барған һуҗуми давамида, һизбулла һәрикити һәрби күчиниң 50 % ини тармар қилғанлиқини билдүрмәктә.
Исраилийә баш министири аһут алмуртниң ейтишичә, ливанға қаритилған һуҗум , икки нәпәр исраилийә әскири әркинликкә чиққичә давамлишидикән.
Ливан һөкүмити билән хәлқара җәмийәт исраилийиниң вә һизбулла һәрикитиниң урушни тохтитишини тәшәббүс қилған болсиму , әмма бу һәқтә бир өзгириш мәйданға кәлмиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийә ливанға давамлиқ һуҗум қилмақта
- Исраилийә уруш тохтутуш вә ливанға хәлқара қошун орунлаштуруш тәклипини рәт қилди
- Дуня рәһбәрлири ливанда тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн тиришмақта
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумлирида аз дегәндә 47 киши өлди
- Һизбулла исраилийиниң хайфа шәһиригә ракита атти, исраилийә бейрутни бомбардилиди