Һизбулла исраилийиниң хайфа шәһиригә ракита атти, исраилийә бейрутни бомбардилиди
2006.07.16
Ливандики һизбулла қораллиқ пидаийлири йәкшәнбә күни исраилийиниң шималидики хайфа шәһиригә ракита атти. Буниң нәтиҗисидә аз дегәндә 8 киши өлди. Бу арида исраилийә даирилириму ливан пайтәхти бейруттики бомбардиман һәрикитини давамлаштурди.
Һизбулла тәрәп хайфадики бу һуҗумниң исралийиниң ливандики хәлқләргә кәлтүрүп чиқарған зиянкәшликлири бәдлигә қилинғанлиқини әскәртти. Һизбулла исраилийиниң 3-чоң шәһири болған хайфа шәһиригә аз дегәндә 20 ракита атқан. Өлгән 8 кишидин башқа яриланғанларниң саниму 20 дин ашқан.
Исраилийиниң ливандики һуҗуми, һизбулла қисимлириниң 2 нәпәр исралийә әскирини тутқун қилиши вә 8ини етип өлтүриши билән башланған болуп, һазирғичә ливанда 112 киши өлгән. Ливанниң хошна дөләтлиридин иран билән сүрийә арқа-арқидин исраилийини пурсәттин пайдилинип уларға һуҗум қилмаслиққа агаһландурди. (Пәридә)