Исраилийә пәләстин йеңи һөкүмитидин исраилийини етирап қилишни тәләп қилди


2007.02.18

Исраилийә баш министири ормут исраилийиниң йеңи пәләстин иттипақлашқан һөкүмити билән һәмкарлашмайдиғанлиқини билдүрди.

Б б с агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, америка ташқи ишлар министири райис айрим –айрим һалда исраилийә баш министири ормут вә пәләстин президенти аббас билән көрүшкән. Ормут пәләстин һөкүмитиниң америка, явропа иттипақи, русийә вә б д т ниң шәртлирини қобул қилмиғанлиқини тәнқид қилған.

2 - Айниң 15 - күни пәләстин баш министири барлиқ хамас һөкүмәт әзалирини башлап истипа бәргән һәмдә президент махмуд аббасниң тәклипигә бинаән йеңи бирләшмә һөкүмәт қуридикән һәмдә бәш һәптә ичидә барлиқ һөкүмәт орунлирини тәшкилләйду.

Бу йеңи бирләшмә һөкүмәтни пәләстин қанун комитети тәстиқлиши лазим болуп, қанун комитетида хамас тәшкилатидин болған әзалар көп санлиқни игиләйдикән. Хамас изчил түрдә исраилийини етирап қилмай кәлди.

Исраилийә баш министири ормут пәләстин йеңи һөкүмитиниң қанунсиз қораллиқ күчлирини бикар қилиши вә исраилийини әтирап қилиш лазимлиқини тәләп қилған.

Бирақ, конда лиза райис бирләшмә һөкүмәт қурулмай туруп, вәзийәтни алдин һөкүм қилмайдиғанлиқини тәкитлигән.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.