Исраилийә хамас билән сөһбәт өткүзүшкә қарши
2007.12.23
Исраилийә баш министири ормут йәкшәнбә күни исраилийә һөкүмитиниң пәләстин мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатқан хамас тәшкилати билән уруш қилмаслиқ һәққидә сөһбәт өткүзүши мумкин әмәсликини һәмдә исраилийиниң давамлиқ түрдә ғәззә районида мәзкур тәшкилатниң қораллиқ күчлиригә қарши һәрикәт қоллиниверидиғанлиқини билдүрди.
Америка авази радиосиниң бу һәқтә тарқатқан учуридин мәлум болушичә, ормут бу сөзни исраилийә һөкүмитидики йиғинда қилған болуп, униң қаришичә, хамас оттура шәрқ тинчлиқини қолға кәлтүрүшкә һәрикәт қиливатқан дөләтләр тәрипидинму етирап қилинмиған. Бәлки, ормутниң көздә тутқини, хамас тәшкилатиниң америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири тәрипидин террорчилиқ билән әйибләнгәнлики болса керәк.
Чүнки, хамас сайлам арқилиқ пәләстин һөкүмитигә қатнишиш пурситигә еришип, фатаһ тәшкилати билән бирләшмә һөкүмәт қурған болсиму, бирақ ғәрб дөләтлири тәрипидин қоллашқа еришкән фатаһ билән униң арисида зиддийәтләр күчәйгән шуниңдәк тоқунушлар йүз берип, бирләшмә һөкүмити бузулған иди. Пәләстин һөкүмитиниң рәһбири махмут аббас изчил түрдә америка башлиқ ғәрб дөләтлири билән сөһбәт қуруп, уларниң қоллиши арқилиқ пәләстин мустәқиллиқини әмәлгә ашурушни мәқсәт қилған һәмдә йеқинда америкиға өткүзүлгән йиғинға қатнишип, исраилийә баш министири ормут билән һәмдә президент буш билән көрүшкән иди. Бирақ, хамас болса, исраилийә дөлитини қәтий етирап қилмаслиқ шәртидә чиң турған болуп, бу ғәрб дөләтлириниң қаттиқ қаршилиқиға учриған һәмдә пәләстин мәсилисини һәл қилишқа қатнишиватқан дөләтләр хамастин қораллиқ васитә қоллинишни тохтитишни вә исраилийини етирап қилишни тәләп қилған.
Йеқинда исраилийә тәрәп ғәззә районини бомбардиман қилған болуп, вәқәдин узун өтмәй, хамас исраилийә билән уруш тохтитиш һәққидә сөһбәт өткүзүш пикирини оттуриға қойған иди. Ормут әнә шу пикиргә қарши туруп, улар билән сөһбәт өткүзмәслик мәйданини ипадә қилди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара җәмийәт иран мәсилисини қайта баһалиши мумкин
- Кандилиза райс: исраилийә билән пәләстинниң тинчлиқи америкиниң мәнпәәтигә уйғун
- Оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити башланди
- Мисир вә түркийә рәһбәрлири оттура шәриқ бирләшмә йиғиниға қатнашмақчи
- Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә
- Кондализа райс оттура шәрқ зияритини башлиди
- Ливан һөкүмәт қошуни билән исламий күчләр арисида тоқунуш йүз бәрди
- Америка оттура шәрқ иттипақдаш дөләтлиригә һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә
- Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти