Америкиниң әдлийә миниситири җон әшкрофт вә сода министири дон еванс сәйшәнбә күни хизмитидин истипа бериш илтимасини ақ сарайға сунди. Бу җорҗ в буш президентликкә қайта сайланғандин буян ички кабент әзалириниң тунҗи қетим истипа бериши болуп һесаблиниду.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, президент буш бу икки әмәлдарниң хизмәт төһпилирини мәдһийиләп, әдлийә министири әшкрофтниң, америкиниң дөләт бихәтәрликини қоғдаш үчүн көп әҗир сиңдүргәнликини һәмдә көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини билдүрди.
Әшкрофт америкидики консерватип хиристианлар арисида алқишқа еришсиму, әмма униң -11 сентәбир вәқәсидин кейин йолға қойған, америка пуқрасини сорақ қилмастин узун мәзгил тутуп турушқа болуш йеңи бәлгилимиси, америкидики мусулманларни вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини рәнҗиткән иди.
Буш йәнә, сода министири дон евансниң өзиниң әң ишинидиған дости вә мәслиһәтчиси икәнликини, шундақла униң вәзипә өтигән мәзгилидә иқтисадий бихәтәрликни илгири сүрүп, пүтүн америка хәлқиғә байлиқ яритишта көп төһпә қошқанлиқини мәдһийлиди.
Буш нөвәттә келәр қетимлиқ президентлики үчүн ички кабентини қайта рәтләшкә тәйярлиқ көриватқан болуп, бәзи сиясий анализчилар америка ташқи ишлар министири колин повел вә дөләт мудапиә министири доналд рамзфелниңму истипа беришни ойлишиватқанлиқини пәрәз қилмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канаданиң америка сайлам нәтиҗисигә инкаслири
- Һәр қайси дөләт рәһбәрлири бушниң қайта сайланғанлиқини тәбрикләшти
- Буш йәнә бир қарар президентликкә сайланди
- Хитай һөкүмити президент бушни пүтүн дуняни сорашқа теришиватиду дәп әйиплиди
- Америка һөкүмити хитайниң сабиқ баш министири чән чичәнниң сөзигә изаһат беришни тәләп қилди
- Америка прездент намзатлири ахирқи муназирисини елип барди
- Америка призидент намзатлири ташқи сиясәт үстидә муназирә елип барди
- Буш, приздент сайлиминиң җумһурийәтчиләр намзати болушни қобул қилди
- Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң вәкилләр қурултийи ахирқи күнигә қәдәм қойди