Бәрлускони хитай комунистлирини ғәзәпләндүрди


2006.03.28

Италийә баш министири силвийо бәрлускониниң комунистларға нәпрәт оқуйдиғанлиқини вә хитайда бовақлар пишурулуп оғут қилинған, дегән сөзлири хитай даирилириниң ғәзипини қозғиди.

Хитайниң римда турушлуқ баш әлчиханиси сәйшәнбә күни баянат елан қилип, "силвийо бәрлускониниң мувапиқ болмиған сөзлиридин қаттиқ ғәзәпләнгәнликимизни билдүримиз," дәп көрсәтти. Шуниң билән биргә "италийә рәһбәрлири һәрикити вә сөзидә җуңго - италийә мунасивитиниң муқимлиқи вә тәрәққиятиға диққәт қилиши керәк" дәп әскәртти.

Бәрлускониниң хитай һәққидики баянлиридин кейин италийә ташқий ишлар министирлиқи баянат елан қилип, баш министирниң сөзлири "өтмүштики вәқәләргә қаритилғанлиқини" вә бәрлускониниң хитайни ғәзәпләндүрүш нийити йоқлиқини билдүргән.

Италийидә 9 - вә 10 ‏- април күнлири парламент сайлими елип берилиду. Бәрлускони италийә сол қанат күчлириниң рәһбири романо проди билән сайлам риқабити елип бармақта. Романо проди бәрлускониниң хитай һәққидики сөзлирини әйибләп, " бу хитайдики 1 милярд 300 милйон хәлқниң аччиғини кәлтүридиған сөзләр", деди.

Әмма бәрлускони, " улар мени коммунистлар бовақ йигән деди, дәп әйибләватиду. Әмма коммунизимниң қара китабини оқусиңиз җуңгода мавниң дәвридә бовақларниң оғут қилинип етизға чечилғанлиқини билисиз," дәп көрсәтти. У, сәйшәнбә күни италийә телевизийисидә " мениң дегәнлирим буниңдин 50 йил бурунқи ишлар. Бу рәт қилғили болмайдиған тарихий пакитлар " дәйду.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.