Явропа парламенти шәрқий асиядики дөләтләрни өзини тутувелишқа чақирди
2005.07.07
явропа парламенти чаршәнбә күни қарар мақуллап, шәрқий асиядики хитай, японийә вә корийә йерим арилидики дөләтләрни бир - бири билән яришишқа чақирди шундақла явропа комитетини хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргони бикар қилиш мәсилисидә еһтиятчан болушқа үндиди.
явропа парламенти, бу дөләтләрни оттуридики земин ихитилаплирини тинч йоллар билән һәл қилишқа чақирған. явропа парламентиниң қарари, хитайниң дөләтни парчилашқа қарши туруш қануниға қарши чиқиш билән биргә, мәзкур қанун хәлқара әһдинамилар билән чиқишалмайду шундақла тәйвәнни тинч йоллар билән бирликкә кәлтүрүшкә пайдисиз, дәп көрсәтти.
явропа парламентиниң тәкитлишичә, бу қанун шәрқий асиядики күчләр тәңпуңлиқини бузуш ролини ойнайдикән шундақла бу қанун явропа иттипақини имбарго мәсилисидә иккиләндүрүп қойған. Хитай һөкүмити бу йил 3 - айда чиқарған мәзкур қанунда, тәйвән мустәқиллиқ җакарлисида яки тәйвәнни бирликкә кәлтүрүш йоллири тақалса, хитай қораллиқ қисимлириға һуҗум қилиш һоқуқи бәргән.
явропа комитетиниң президенти җоси маниул барассо, келәр һәптә бейҗиңни зиярәт қилиду. явропа иттипақиниң ташқи ишлар комисари валднәр, шәрқий асияда баш көтүрүватқан милләтчилик еқими , райондики сияси мәсилиләрни һәл қилишқа пайдисиз, дәп агаһландурған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа чақирди
- Хитай, явропа иттипақиниң қорал-ярақ имбаргосини кишилик һоқуқ билән бағлишиға қарши турди
- явропа иттипақи хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилишқа алдиримайду
- Койзуми явропа иттипақини хитайға йүргүзгән қорал - ярақ имбаргосини сақлап қелишқа үндиди
- яврупа иттипақи пат арида хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш һәққидә қарар чиқармайду