Хав феңҗүн, хитайниң австралийидики җасуслуқ торини паш қилидиған пакитларни елан қилди
2005.06.21
Бу йил 2 - айда австралийигә барғандин кейин шу йәрдә қелип қалған хитай дөләт бихәтәрлик хадими хав феңҗүн, хитайниң австралийидә җасуслуқ тори қурғанлиқиға даир пакитларни елан қилди.
Австралийә телевизийә истансисиниң хәвәр қилишичә, мәзкур телевизийә истансиси хав феңҗүн тәминлигән хитайниң австралийидики җасуслуқ ториға даир мәхпий һөҗҗәтләрни тапшурувалған. Хав феңҗүн өзини тонуштурушичә, у хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқи қармиқидики демократик тәшкилатлар вә фалунгоң һәрикитини назарәт қилиш оргини 610 - ишханиниң хадими икән.
Хав феңҗүн тәминлигән матиряллар 610 - ишханиниң тәшкили қурулмисиға даир һөҗҗәтләрни асас қилған.
Йеқинда австралийидики хитай әлчиханисиниң дипломатик әмәлдари чин йоңлин, хитай әлчиханисидин қечип чиқип австралийә һөкүмитидин сияси панаһлиқ тилигән иди. У, хав феңҗүнниң австралийидә миңларчә хитай җасуси барлиқи һәққидики көз қаришини раст, дәп қоллиған.
Австралийә көчмәнләр идариси чин йоңлинға вақитлиқ паналиниш визиси бәрди. Чин йоңлинниң тәкитлишичә, хав феңҗүн тәминлигән һөҗҗәтләрниң раст болуш иһтималлиқи юқирикән. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр, хав феңҗүн елан қилған мәхпий матиряллар тоғрисида пикир баян қилиштин өзини қачуруп кәлди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ хитай дипломати австралийидә хитай ишпийонлуқ тори барлиқини билдүрди
- Америка доклатида, хитайниң америкиға қаратқан җасуслуқ һәрикәтлириниң тәһдитини мөлчәрлиди
- Хитай америкидики ишпийонлуқ паалийәтлирини күчәйтмәктә
- Росийә сот мәһкимиси хитайға ишпийонлуқ қилған рос алимини җазаға һөкүм қилди