Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди


2004.12.02

Америкиниң хитайдики әлчиханиси пәйшәнбә күни, 3 хитай ширкити вә бир хитай пуқраси америкиниң, қорал материяллириға мунасивәтлик боюм вә техникиларни иранға сатмаслиқ чәклимисигә хилаплиқ қилғанлиқи үчүн, америка һөкүмитиниң уларға җаза бәргәнликини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка әлчиханиси гәрчә бу хитай ширкәтлириниң иранға қандақ боюмларни йәткүзгәнлики тоғрисида тәпсилий тохталмисиму, әмма бу боюмларниң иранниң узун мусапилиқ башқурулидиған бомба, ядро қораллири вә химийилик қоралларни тәрәққий қилдуришиға пайдилиқ икәнликини көрсәтти.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи хитайниң бу җазаға қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларниң тарқилишини чәкләш вә контрол қилишта изчил түрдә үнүмлүк чариләрни қоллинип кәлгәнликини тәкитлиди.

Америка әлчиханисиниң баянатчиси сөзидә йәнә, җазаланған үч хитай ширкити вә бир хитай пуқрасиниң америка билән сода қилиши чәклинидиғанлиқи, шундақла йәнә, екиспорт рәсмийитини тәләп қилидиған америка маллирини сетивелишни икки йилғичә чәкләйдиғанлиқини билдүргән.

Буниң билән америка вә хәлқараниң иран вә пакистан қатарлиқ дөләтләргә қорал техникисини сетип бәрмәслик чәклимисигә хилаплиқ қилғанлиқи сәвәбидин америка һөкүмити тәрипидин җазаланған хитай ширкити вә пуқрасиниң сани 28 гә йәтти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.