Америка һөкүмити хитайниң йәттә ширкитигә иқтисадий җаза йүргүзди
2005.01.18
Америка һөкүмити йеқинда хитайниң йәттә ширкитини иранға "балистик бомба вә кәң көләмдә қирғинчилиқ йүргүзүш характерлиқ қорал техникисини сетип бәргән" дәп әйибләп, уларға иқтисадий җаза йүргүзди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка ташқи ишлар министирлиқи уларниң тизимликини бу айниң башлири елан қилған. Америка һөкүмити, иранға балистик бомба техникиси сетип бәргән ширкәтләр билән сода қилмаслиқ һәққидики қануниға асасән, мәзкур хитай ширкәтлириниң америкида сода қилишини чәклигән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи бу мунасивәт билән сәйшәнбә күни баянат елан қилип, америкиниң әйиплишини "һечқандақ асаси йоқ" дәп билдүрди. У баянатида, "биз хитайниң кәң көләмдә қирғинчилиқ йүргүзүш характерлиқ қоралларниң тарқилишини чәкләш қануниға хилаплиқ қилған ширкәтләрни чоқум қаттиқ җазалаймиз" дәп көрсәтти.
Хәвәргә қариғанда, америка һөкүмити бу қетим хитайниң йәттә ширкитидин сирт, йәнә тәйвән вә шималий корийиниң икки ширкитигиму иқтисадий җаза йүргүзгән.(Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Америка хитайниң йәттә ширкитигә иқтисади җаза йүргүзди
- Хитай украинийиниң иккинчи чоң қорал херидариға айланди
- Хитай судандики қирғинчилиқ һәрикәтлирини қорал билән тәминлигән
- Америка һөкүмити хитайға қорал сатқанларни мәсулийәтчан болушқа чақирди
- Америка исраилийиниң хитайға қорал сетишиға қайта наразилиқ билдүрди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси һенри һайд хитайни әйиплиди