Хитайдики җинсий тәңпуңсизлиқ вә җәмийәт зораванлиқиниң мәнбәси


2007.04.25

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, җинси айримичилиқ йүзидин қиз бовақларниң өлтүрүветилиш вәқәлири -21әсиргә киргән күнимиздә азаймақ түгүл, күнсайин еғирлашмақта. Болупму асия дөләтлиридә кишини әндишиләндүридиған дәриҗиләргә йетип кәлгән бу мәсилигә, һазир бирләшкән дөләтләр тәшкилатиму алаһидә көңүл бөлмәктә вә бәзи тәдбирләрни алмақта.

Җинсий тәңпуңсизлиқ әһвали

Бу һәқтә түркийәдики һүррийәт гезитиниң - 24 марттики қошумчә санида бир анализ мақалиси елан қилинған болуп, мақала, америкилиқ тәтқиқатчи Will Hutton ниң анализисигә асаслинип туруп йезилған болуп, мақалида мундак дейилгән. Бәзи асия дөләтлиридә чекидин ашқан җинсий айримичилиқ йүзидин қиз бовақлар қирдуруветилмәктә. Бу сәвәплик әр- аял тәңпуңлиқи бузулғанлиқтин келәчәктә қиз әлип қечиш вәқәлириниң көпийидиғанлиқи, аялларниң техиму көп зораванлиққа учрайдиғанлиқи, аялларниң сани азлиқ сәвәбидин урушларниң чиқидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

Хитай вә һиндистан бу урушлар чиқидиған дөләтләрниң бешида келиду. Чүнки, ултра долқун техникисиниң тәрәққи қилиши билән бирликтә бовақниң җинсийитини төрәлмә һалидила билгили болғачқа 60 милйон қиз бовақ техи дуняға кәлмәй турупла йоқитилған. Мутәхәсисләр дунядики әрләрниң саниниң бундақ тәңпуңсуз көпийиши йүзидин келәчәктә палакәтләрниң йүз беридиғанлиқини пәрәз қилишмақта. Әмма бәзиләрниң нәзиридә бу палакәт аллиқачан башланған. Мақала, The Observer җорнилида елан қилинған бир мақалидин мисал кәлтүрүп мундақ давам қилиду: The Observer җорнилида хитай вә һиндистанниң җинсий тәңпуңсузлуқ әң еғир болған йәрлиридә, җинайәт ниспитиниңму юқири икәнликиниң испатлинип чиқилғанлиқидәк һәйран қаларлиқ бир нәтиҗә оттуриға қоюлди. Җорналда йезилишичә, пакистандиму җинсий тәңпуңсузлуқ йүзидин өйлинидиған аял тапалмиған яшлар әсәби исламға йөлинишкә башлимақта. Җинсий тәңпуңсузлуқ йүзидин кочиларға чиқип зорлуқ зомбилиқ билән шуғулланмақта, дәп йезилған.

Ундақта бу тоғриму ?

The Observer Җорнилидики мақалиниң аптори Will Hutton, асиядики бу йоқ қилинған қизларниң иҗтимаий муһитқа көрситидиған тәсирлини анализ қилиду. Униң йәнә 'тамға хәт йезиш' намлиқ хитай һәққидә йезилған бир китабиму бар.

У анализисиниң бешида, 19 - әсирдә хитайда оттуриға чиққан Niyen қарақчилирини мисал көрситиду. Хитайниң оттура районида, бейҗиң билән шаңхәй арисидики кәң тупрақларда һөкүм сүргән бу қарақчилар, 50 миң киши қәтимлиқ талан - тараҗ вә басқунчулуқ һәрикәтлири билән шуғуллунуп, 15 йил дәвир сүрүш җәрянида, хитайда дәһшәтлик балайи - апәт қозғиған иди.

Буйәрдә әң муһим мәсилә, Niyenләрниң аялсиз бир қәбилә болушидур. Қиз балиларни карға кәлмәйду, дәп өлтүрүвәткән Niyen қәбилисидә зор бир җинсий тәңпуңсизлуқ оттуриға чиқиду. 1850-Йилларда йезилған тарихи мәнбәләргә қариғанда, у вақитта һәр 129 әргә 100 аял киши тоғра кәлгән икән.

Зораванлиқ һәрикәтлириниң асаси хәвипи боливатқан сәвәпниң, мана бу җөрисизлик икәнлики тәхмин қилинмақта. Өзлиригә аял тапалмиған әр кишиләр бала тапалмиғанлиқтин уларға йерим әр көзи билән қаралған. Буниң билән улар өзлириниң әрлик җасаритини испатлаш үчүн қарақчи гуруһлирини қуруп чиққан. Will Hutton Бу нуқтини, һазирқи әһвалларға тәқлит кәлтүрүп, асия дөләтлиридә туғулғандин кейин яки туғулмай турупла өлтүрветилгән 100 милйон қиз бовақ сәвәбидин, бир зораванлиқ долқуниниң мәйданға келиватқанлиқини алға сүрди.

Бу әһвал хитайда еғир

Мақалидә йезилишичә, хитайда болса бир бала туғуш сиясити йүзисидин аилиләр оғул пәрзәнтиниң болушини арзу қилса, һиндистанда болса келәчәктә өйләнгәндә қиз тәрәп еғир той селиқи өтәйдиғанлиқи үчүн қиз балилирини чүшириветидикән. Булар һәммигә мәлум болған рияллиқ болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қаришичә, нопус истатискилириға қариғанда 60 милйон қиз бовақ кам икән.

Хитайда һазир һәр 119 әр кишигә 100 аял киши тоғра келиду. 2020-Йилиға кәлгәндә болса өзигә җөрә тапалмайдиған әрләрниң саниниң 40 милйонға йетидиғанлиқи тәхмин қилинмақта. Һиндистанда болса 2020-йилида 31 милйон әр кишиниң артуқ болидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Хитай дөләт башлиқи ху җинтав җинсий тәңпуңсизлиқниң дөләтниң коммунистик түзүмини қоғдап қелишта муһим бир хәвип икәнликини деди. Һиндистанда болса қиз - аял тиҗарити йүзидин дөләт һәрикәткә өтти. Гәрчә туғулмиған бовақниң җинсийитини билиш қанунға хилап дейилгән болсиму, һелиһәм буни оғурлуқчә давам қиливатқанлар бар. Техи йеқиндила һиндистандики бир дохтурханиниң бағчисида 437 қиз бовақниң устиханлири тепилған.

Will HuttonНиң мақалисидин қариғанда, иккила дөләттә аялларниң нопуси аз болған районларда зораванлиқ характеридики җинайәтләрниң көпийиш әһвали бар икән. Хитайниң шаңхәй шәһиридики җинайәтләрниң йүздә 90 пирсәнтини бойтақ көчмән әрләр кәлтүрүп чиқиривәтипту.

Гезиттә йезилишичә Will Hutton анализисида пакистан һәққидиму өрнәк берип мундақ дәп язған: бу дөләттә адаләтсизликни вә әсәбий исламизимни улғайтиватқан амил җинсий тәңпуңсизлиқтур. Турар җайи болмиған, җөрә тепиш үмитиниму йоқатқан әркишиләр худди қарақчилириға охшаш кочиларға төкүлүп, зораванлиқ һәрикәтлири билән өзлириниң әрлик җасарәтлирини испатлашқа тиришмақта.

Will Hutton Мақалидә пәқәтла мушу амилларни оттуриға қойған болуп, униң қаришичә уйәрләрдики зораванлиқниң түп сәвәби җинсий тәңпуңсизлиқ икән. Мақалида йезилишичә йәнә, пакистанниң нурғун районлири шәриәт һөкүмлири билән башқурулидиған районлирида, гәрчә бала чүшүрүш қанунға хилап болсиму, қиз бала чүшүрүш әһвали интайин еғир икән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатлиридин қариғанда пакистан әмәс, хошниси афғанистандиму қиз бала чүшүрүш әһвали интайин еғир икән. Әмма мутәхәсисләрниң қаришичә пакистан билән афғанистандики әһвал техи хитай билән һиндистандикидәк хәтәрлик әһвалда әмәс икән. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.