Рим папаси җон паул 2 аләмдин өтти


2005.04.03
Pope2005_0330-200.jpg
30-Март күни, рим паписи җон паул 2 ватиканда етиқадчиларға бәхт тилимәктә. AFP

Рим папаси җон паул 2 шәнбә күни кәчтә 84 йешида аләмдин өтти. Ватикан даирилири буниң билән тоққуз күнлүк матәм паалийәтлирини башлиди.

Ғәрб мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, дуняниң һәр қайси җайлиридики католик муритлири вә рим папаси җон паул 2 ниң роһидин илһам алған нурғун кишиләр униң өлүмигә һәр хил йосунда тәзийә билдүрүшти. Нәччә он миңлиған кишиләр йәкшәнбә күни римдики сан питир черкавиниң алдидики мәйданға йиғилип, 1978 - йилидин буян католик муритлириға йитәкчилик қилип келиватқан паулшалиқ папа җон паул 2 гә тәзийә билдүрди.

Шуниң билән бир вақитта, һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлириму рим папаси җон паул 2 ниң мәнивий вә әхлақ җәһәттики йитәкчилик ролиға вә униң паулша һәмдә шәрқий яврупаниң башқаҗайлиридики коммунистик һакимийәтни тинчлиқ билән ағдурушта ойниған иҗарий ролиға миннәтдарлиқ билдүрди вә мәдһийә оқуди.

Америка президенти җорҗ буш, "бу дуня инсанийәт әркинликиниң бир чимпийонидин айрилди" дәп билдүрди. Гирманийә баш министири широдер " җон паул 2 өзиниң һәрикити вә есил хислити билән бу дуняни өзгәртти" деди.

Русийә президенти виладемир путин " рим папаси қалдуруп кәткән мәниви вә сиясий мираслар дуня тарихида муһим орунда туриду" дәп көрсәтти. Пәләстин милли һөкүмитиниң рәиси мәхмуд аббасму рим папасиниң пәләстинниң әркинлики вә мустәқиллиқини қоғдаш үчүн тиришчанлиқ көрсәткәнликини мәдһийлиди. Исраилийә даирилири болса, "рим папаси барлиқ динлар арисида көврүклүк рол ойниди" дәп билдүрди.

Буниңдин сирт, тибәтниң диний даһиси далай ламаму рим папаси җон паул 2 ниң өлимигә өзиниң чоңқур тәзийисини ипадилиди.

Хәвәрләргә қариғанда, рим папаси җон паул 2 ниң дәпнә мурасиминиң ениқ вақти техи бекитилмигән болуп, бирақ рим даирилири дәпнә мурасимида икки милйон адәмни күтүвелишқа тәйярлиқ қилмақта икән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.