Америка җумһурйәтчилириниң қурултийи өткүзилди
2004.08.31
Америка җумһурйәтчиләр партийәсиниң вәкилләр қурултийи давамлишиватқан болуп, қурултайниң биринчи күни прездент бушниң 11 - сентәбир һуҗумидин кейинки рәһбәрлик иқтидари тәрипләнди .
Америка дөләт мәҗлисиниң вәкили мәккейин нутуқ сөзләп, периздит бушниң тероризимға қарши күрәш вә ираққа қаратқан сияситиниң тоғра икәнлигини муәййәнләштүрди, нвйорикниң сабиқ шәһәр башлиқи җулиәнниму прездент бушниң рәһбәрлик иқтидариға юқири баһа берип, бушниң бир қисим кишиләрниң тәнқидигә қаримастин ғәлбини қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрсәткәнлигини оттуриға қойди .
Бу арида америкиниң димугратик партийә вәкили, муавин прездент намзати әдвард, прездент бушниң тероризимға қарши күрәштә тутқан ташқи сияситини тәнқид қилди . (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia