Канада һөкүмити һүсәнҗан җелилниң из - дерикини елишқа адәм әвәтти
2006.04.07
Канада тәвәликидики бир уйғур өзбекистанда қолға елинғандин кейин, канада һөкүмити өзиниң москвадики әлчиханисидин бир дипломатик әмәлдарини ташкәнткә әвәтип, бу уйғурниң әһвалини сүрүштүрүшкә башлиған. 26 - Март күни ташкәнттә өзбекистан аманлиқ даирилири тәрипидин виза узартишқа барғанда тутуп қелинғандин кейин һазирғичә аилиси билән көрүштүрүлмигән һүсәнҗан җелилниң достлиридин игилишимизчә, канаданиң ташкәнткә йоллиған алаһидә дипломатик хадими сандра роситер, пәйшәнбә күни һүсәнҗан җелилниң аяли камилә җелил билән көрүшкән.
Канаданиң өзбекистанда турушлуқ мәхсус әлчиханиси йоқ болуп, өзбекистан билән болған баш әлчи дәриҗилик дипломатик алақиларни москвадики канада баш әлчиханиси башқурмақта иди. Алаһидә дипломатик әмәлдари сандра роситер, тутқунниң аяли билән җүмә күни йәнә көрүшүши мүмкин. Әмма канада һөкүмити мәхпийәтлик қануни бойичә , канада даирилириниң вәқә тоғрисида өзбекистан һөкүмити билән елип бериватқан сөһбити мәхпий тутулидиғанлиқини билдүргән.
Лекин һүсәнҗан җелилниң аяли, хитай даирилириниң өзбекистандин һүсәнҗан җелилни өткүзүп беришни тәләп қилғанлиқини вә уни өткүзүп беришниң "һәр вақит йүз бериш мумкинчилики мәвҗут" икәнликини әскәртмәктә. Өзбекистан өткән йили 5 - айда әнҗан вәқәсини бастурғандин кейин, хитай билән болған мунасивитини күчәйтип, америкидин ханабад һава армийә базисидики қошунлирини 6 ай ичидә елип чиқип китишни тәләп қилған. Хитай һөкүмити әнҗандики қирғинчилиқтин кейин президент кәримовни бейҗиңда қизил гиләм селип күтүвалди.