Кандилиза райс хитайни зиярәт қилиду
2008.02.15
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң җүмә күни ашкарилишичә, ташқи ишлар министири кандилиза райс 26 - феврал күни бейҗиңни зиярәт қилип, хитай рәһбәрлири билән шималий корийә ядро пилани қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт елип бармақчи икән. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси шон макормак, райисниң зиярити 23 - феврал күни башлинидиғанлиқини вә бу зиярәтниң җәнубий корийә, хитай һәм японийиләрни өз ичигә алидиғанлиқини билдүрди.
Шималий корийә ядро қораллар мәсилиси райисниң бу сәпиридики әң муһим темиларниң бири болуши мумкин. У, бу сәпиридә шималий корийә ядро қораллар мәсилиси буйичә америка сөһбәт вәкили кристофир хеллниң һәмраһлиқида бариду. Шон макормак, райисниң 26 - феврал күни "юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлири билән хәлқара, район характерлик вә икки тәрәплимилик сияси һәм иқтисади мәсилиләр шундақла шималий корийә ядро мәсилиси вә иран " тоғрисида сөзлишидиғанлиқини билдүрди. Шималий корийә 6 дөләт сөһбәт келишиминиң роһиға асасән әсли 2007 - йилниң ахирилири өзини ядро қораллардин пүтүнләй халий қилиши керәк иди. Лекин пйоңяң билән америка оттурисидики бәзи ихтилаплар түпәйли келишимниң роһи һазирға қәдәр иҗра қилмиди.
Хитай шималий корийини ядросизлаштуруш мәсилисидә һәл қилғуч дөләт болупла қалмай, иранниң ядро пиланини тоңлитиш сөһбитигә қатнишиватқан дөләтләрниң бири. Райисниң хитай сәпири террорчилиқ вә кишилик һоқуқ мәсилисини өз ичигә алидиған яки алмайдиғанлиқи ейтилмиди. Лекин дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, райисниң бу сәпиридә үрүмчидики "бәхт бағчисида 18 нәпәр уйғурниң өлтүрүлүш вәқәси" ни сүрүштүрүшни тәләп қилди. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, вәқә үстидә хәлқара җәмийәтниң тәкшүрүш елип беришини тәләп қилипла қалмай, кандилиза райисниң хитай рәһбәрлирини " террорчилиқни баһанә қилип, уйғурларни бастуруш" сияситидин ваз кечишкә чақиришини тәләп қилди.
Кандилиза райс 23 - феврал күни җәнубий корийигә берип, 26 - февралдики хитай зияритини ахирлаштурғандин кейин 27 - феврал күни японийини зиярәт қилиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Аләм бошлуқида ишлитидиған қоралларни чәкләш келишими русийә вә хитайниң депломатик һийлиси
- Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси : америка хитай тәһдитидин әндишә қилиду
- Америкидики президент сайлимида муназирә қилиниватқан америка -хитай мунасивәтлири мәсилиси
- Америка генерали хитай һәрбий қораллириниң өзини қоғдаш иқтидаридин ешип кәткәнликини билдүрди
- Хитай америка истратегийилик диалоги давамлашмақта
- Иккинчи қетимлиқ америка-хитай истратегийлик диалоги башланди
- Америка деңиз армийиси қомандани хитайни зиярәт қилмақчи
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Америка - хитай иқтисадий истратегийә сөһбити ахирлашти
- Хитай америкидин яңю япрақчиси импорт қилишни тохтатти
- " Хитай америкидин далай лама сәвәбидин өч еливатиду "
- Хитай сүний һәмраһи тартқан ай шари сүритиниң растлиқини тәкитлиди