Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишқа чақирди
2007.10.19
Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни хитай хәлқ қурултийиниң мәмликәтлик даимий комитетиға очуқ хәт елан қилип, хитайни әмгәк билән өзгәртишни асас қилған "лавгәй" түзүмини бикар қилишқа чақирди.
Очуқ хәттә, хитайниң әмгәк билән өзгәртиш сестимисида миңлиған - он миңлиған кишиләр тутуп турулмақта. Бу түрдики әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң көп қисиминиң шараити интайин җапалиқ болуп, бу хил кәмситиш тәдбирлири олимпик роһиға пүтүнләй хилаптур,дәп көрсәтти.
Очуқ хәттә йәнә, хитай даирилириниң йеқиндин бери бу түзүмни техиму күчәйткәнликидин биарам болуватқанлиқини әскәртип, бейҗиң сақчи даирилири 2008 - йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик йиғини йетип келиштин бурун, әмгәк билән өзгәртиштин ибарәт бу кәмситиш характерлик тәдбирни техиму күчәйтмәктә вә пуқраларға қарита әмгәк билән өзгәртиш һәм мәҗбурлаш характерлик зәһәр ташлитиш вастилирини қолланмақта, дәп әскәртти. Очуқ хәттә, хитай хәлқ қурултийи даимий комитетини 2008 - йили бейҗиң олимпик йиғини йетип келиштин бурун, әмгәк билән өзгәртиш қануниниң орниға дәсситидиған һәр қандақ бир қанун чиқармақчи болса, бу қанунниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә уйғун болушиға капаләтлик қилишқа, җүмлидин пуқраларниң адил сотлиниш һоқуқиға капаләтлик қилишқа чақирди.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүмини кишилик һоқуққа қилинған еғир дәпсәндичилик, дәп әйиблимәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмити йиллиқ доклат елан қилип хитайни тәнқидлиди
- Америка палата әзалири хитай рәиси ху җинтавға имзалиқ хәт йоллиди
- Хитайда йәр - мүлүк һоқуқини қоғдиғучи түрмидә қийин - қистаққа елинған
- Америка һөкүмәт вәкиллири оттура асиядики уйғурлар мәсилсини оттуриға қойди
- Бейҗиңда йәнә бир адвокат қаттиқ тәһдиткә учриди
- Хитай америкиниң диний әркинлик доклатидики баянларни рәт қилди
- Атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди
- Америка диний әркинлик комитети хитайни әйиблиди
- Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди