Кәчүрүм тәшкилати, һәр қайси дөләтләрни хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши турушқа чақирди
2008.04.01
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, сәйшәнбә күни бир доклат елан қилип, 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитиниң техиму начарлишиватқанлиқини вә хитай һөкүмитиниң дуня җамаәтчиликигә хитай җәмийитини иттипақлиқ ичидә яшаватқан инақ бир җәмийәт қилип көрситиш үчүн сиясий өктичиләрни қаттиқ бастуруватқанлиқини тәкитлиди.
Баянатида, 2008 - йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғининиң, кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитини яхшилаш мәсилисидә һечқандақ тәсири болмайдиғанлиқиниң оттуриға чиққанлиқини тәкитлигән хәлқара кәчүрүм тәшкилати, дунядики һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлирини шуниңдәк хәлқара олимпик комитетини хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини очуқ - ашкара тәнқид қилишқа чақирди.
Баянатта, " әгәр хәлқара олимпик комитети, чәт дөләт рәһбәрлири шуниңдәк хитайдики чәтәл ширкәтлири, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндиликигә қарши чиқмиса, бу мәсилидә хитайниң ширики һесаблинип қилиши мумкин" дейилгән.
Лекин хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси җяң йү, сәйшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, кәчүрүм тәшкилати, хитайға қарши позитсийидә, шуниң үчүн бу тәшкилатниң қандақ доклат елан қилидиғанлиқини тәсәввур қилиш мумкин" дегән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнгилийидә елан қилинған кишилик һоқуқ доклатида хитай билән русийә тәнқитләнди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмити елан қилған "америкиниң кишилик һоқуқи доклати" ға инкас қайтурди
- Хитай миллий кәмситиш америкида еғир деди, өзидичу ?
- Хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң 2007 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи 2007 - йиллиқ кишилик һоқоқ хатириси доклати елан қилди
- Кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җияниң адвокати йоқап кәтти
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ": кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиди"
- Хитай билән америка кишилик һоқуқ сөһбитини қайтидин әслигә кәлтүрмәкчи
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси, авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси том лантос әпәнди вапат болди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди