Русийә вә иран ядро йеқилғу тәминати келишими түзди


2005.02.27

Русийә вә иран йәкшәнбә күни ядро йеқилғу тәминати һәққидә келишим мақуллиди. Келишимгә асасән, русийә, ирандики түнҗи ядро еликтир истансисини йеқилғу билән тәминләйду. Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу келишим, икки дөләтниң ядро иниргийә ишлиригә мәсол рәһбәрлири тәрипидин иранниң җәнубийдики бушир ядро еликтир истансисида йәкшәнбә күни имзаланған.

Келишимдә, иран ишлитип болған ядро қалдуқлирини русийигә тапшуриши бәлгиләнгән. Русийә бундақ қилиш арқилиқ, иранниң ядро қалдуқлиридин уран чикиләп, ядро қоралларни тәрәққий қилдуришиниң алдини алмақчи икән.

Америка һөкүмити русийиниң иранни ядро йеқилғуси билән тәминлишигә интайин қарши болуп, иранни мәхпий һалда ядро қоралларни тәрәққий қилдуриватиду дәп қарайтти. Әмма русийә, иранға тәминлигән ядро йеқилғуларниң ишлитилишини назарәт қилидиғанлиқини билдүрмәктә.

Йәкшәнбә күни имзаланған ядро йеқилғу тәминати келишими, иранниң бушир ядро еликтир истансисиниң 2006 - йилиниң ахиридин башлап ишқа киришишигә йол ечип бериду. Бушир ядро еликтир истансиси русийиниң ярдими билән селинған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.