Явропа иттипақи билән хитай тоқулма мәһсулатлар мәсилисидә келишим һасил қилди
2005.06.10
явропа иттипақи җүмә күни тоқулма мәһсулатлар мәсилисидики ихтилапларда хитай билән келишим һасил қилғанлиқини җакарлиди.
явропа иттипақи сода комисари петир мандилсон билән хитай сода министири бо шиләй җүмә күни шаңхәйдә бу мәсилидики ихтилапларни бир тәрәп қилиш үчүн сөһбәт башлиған. Келишимға асасән икки тәрәп 2008 - йилниң ахирлириғичә явропа иттипақиға експорт қилинидиған хитай тоқулма мәһсулатлириға чәклимә қоюш арқилиқ икки тәрәп оттурисидики сода ихтилапини вақитлиқ һәл қилған болди.
Мандилсон сөһбәттин кейин мухбирларни күтүвелип, келишим явропа иттипақи шундақла тәрәққи қиливатқан дөләтләрниң тоқумичилиқ игиликигә нәпәс еливелиш пурсити яратти, дәп көрсәтти.
Дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимиси бойичә, әгәр хитай тоқулма мәһсулатлириға чәкләш тәдбири қоймиса, явропа иттипақиниң тәдбир қоллинишиға дуч келәтти. Мандилсон, сөһбәт башлиништин илгири, әгәр хитай тоқулма буюмларға експорт чәклимиси қоймиса, явропа иттипаниң тәдбир алидиғанлиқини агаһландурған.
Хитай сода министири бо шиләй, хитайниң һәрикитини дуня сода тәшкилатиниң қаидисигә уйғун, дәп ақлиған. Америка билән хитай бу айниң башлирида охшаш мәсилә бойичә сода сөһбити өткүзгән. Әмма оттурисидики ихтилапни һәл қилалмиған. Америка хитайниң 7 хил тоқулма мәһсулатиға чәклимә қойған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи хитай товарлириға чәклимә қоюш тәдбирини ақлиди
- явропа иттипақи хитай тоқумичилиқ маллири маҗрасиға ахирқи чәк қойди
- Хитай, тоқумичилиқ маллириға болған екиспорт беҗини өстәрди
- Америка йәнә хитайниң төт хил тоқумичилиқ мәһсулатлириға чәклимә қойди
- явропа иттипақи хитайниң тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюшни агаһландурди