Җон кәррей бейҗиң һөкүмитини хоңкоң демократийисигә тосқунлуқ қилиш билән әйиблиди
2004.10.29
Америка демократлар партийиси президент намзати җон кәррей, бейҗиң даирилирини хоңкоң демократийисиниң илгирлишигә тосқунлуқ қилиш билән әйибләп, әгәр өзи президентлиққа сайлинип қалса хоңкоң мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җон кәррей, бейҗиң һөкүмитини хоңкоң түп қанунидики аптономийә вә сияси һоқуққа капаләтлик қилиш һәққидики вәдисини толуқ орунлимиди, дәп әйиблигән. Демократлар партийисиниң президент намзати, " әгәр өзәм президентлиққа сайлинип қалсам хоңкоң мәсилисини хитай рәһбәрлириниң алдиға қойимән" дәп тәкитлигән.
Җон кәррей, хитайниң хоңкоңға бәргән вәдисидә турмиса тәйвәнни бирликкә кәлтүрүш нийитидики бейҗиңниң өз- өзини идарә қиливатқан демократик тәйвәнгә хата сигнал беридиғанлиқини илгири сүргән. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, хитай ташқи ишлар министирлики җохн кәрейниң хоңкоң тоғрисидики сөзлиригә инкас қайтурмиған. Хоңкоң түп қануни хоңкоңға ғәрб истилидики толуқ демократик һоқуқ берилидиғанлиқини қобул қилған, бирақ буниң конкерт вақит җәдвилини тилға алмиған.
Хоңкоңлиқлар хоңкоң қанун чиқириш палатаси вә хоңкоң мәмури рәһбириниң омуми хәлқ сайлими арқилиқ вуҗутқа чиқирилишни тәләп қилмақта. Бейҗиң һөкүмити бу йил 4 - айда омуми сайлам елип бериш тоғрисидики тәләпләрни рәт қилди. Америка ташқи ишлар министирлики, бейҗиң һөкүмитиниң хоңкоңда омуми хәлқ сайлими елип беришни рәт қилғанлиқидин үмитсизләнгәнликини билдүргән иди. (Әркин)