Һиндистан кәшмирдин қошун чекиндүрүшкә башлиди
2004.11.17
Һиндистан баш министири манмохан синг кәшмир районини зиярәт қилған мәзгилдә, 1000 ға йеқин һиндистан әскири кәшмирниң җәнубидики районидин чекинип чиқти.
Бу баш министирниң тәхткә чиққандин буян тунҗи қетим бу районни зиярәт қилиши болуп, у йеқинда бу райондики бир қетимлиқ йиғилишта 8000 миң әтрапидики амма алдида кәшмир райони бихәтәрликиниң яхшиланғанлиқини, шуңа униң бу райондин қошун чекиндүрүшни қарар қилғанлиқини һәмдә бу районниң тәрәққияти үчүн 5 милярд америка доллири мәбләғ салидиғанлиқини җакарлиди.
Кәшмир райониниң мәркизи миниситири сәид, һиндистанниң кәшмирдин әскәр чекиндүрүшини тәбриклигән болсиму, әмма бәзи бир қисим ислам радикал тәшкилатлири, һиндистан һөкүмитиниң кәшмир районидики хәлқ үстидин елип барған бастуруш һәрикитини йошуруш үчүн мушундақ қилғанлиқини илгири сүрди.
Баш министир манмохан синг сөзидә йәнә, һиндистан һөкүмитиниң кәшмирдики мустәқилчилар билән шәртсиз һалда сөһбәтлишишкә тәйяр икәнликини билдүрди.
Һиндистан йеңи һөкүмити бу йил 5 - айда тәхткә чиққандин кейин, һиндистан билән кәшмир мустәқилчилири оттурисдики сөһбәт үзүлүп қалған болуп, сиясий анализчилар йеңи деһли һөкүмитиниң бу йеңи қәдиминиң муһим ситратигийилик вә депломатик әһмийәткә игә икәнликини билдүрмәктә. (Пәридә)