Һиндистан билән пакистан кәшмирдики йолучилар аптобус линийисини әслигә кәлтүрди


2005.04.07

Һиндистан билән пакистан 60 йилдин буян түнҗи қетим кәшмир райониниң өзлиригә тәвә бөләклирини туташтуридиған бир йолучилар аптобус линийисини әслигә кәлтүрди. Бу һиндистан билән пакистан оттурисидики тинчлиқни илгири сүрүш мусаписиниң муһим бир тәркиби қисми дәп қаралмақта.

Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң пәйшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, һиндистанниң баш министири сиң шәхсән өзи кәшмирниң һиндистан бөликидики сиринагар узун йоллуқ аптубус бикитигә килип, кәшмирниң пакистан контроллиқидики музәффәр абадқа қарап йолға чиққан түнҗи йолучилар аптубусини узатқан.

Узун өтмәйла, музәффәр абад тәрәптинму бир йолучилар аптобуси, һиндистан контроллиқидики кәшмир райониға қарап йолға чиққан.

Буниң алдида, кәшмирдики ислам пидаийлири, бу йолучилар аптобуслириға һуҗум қилидиғанлиқи һәққидә тәһдид салған иди. Буниңға қарита, икки тәрәп һөкүмити 170 километир узунлуқтики қатнаш линийисидә аманлиқ тәдбирлирини күчәйткән.

Чаршәнбә күни, икки нәпәр қораллиқ киши, һиндистан тәвәликидики кәшмирниң сиринагар шәһиридә пакистанға өтидиған аптубусни күтүп туруш залидики йолучиларға һоҗум қилған. Һиндистан даирилириниң билдүришичә, тоқунушта икки нәпәр қораллиқ киши өлгән. Йолучилардин һичким зиян- зәхмәткә учримиған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.