Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди


2005.01.14

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бирләшмиси йеқинда канада баш министирини, хитайға қилидиған зиярити давамида хитайға кишилик һоқуқ әһвалини яхшилаш һәққидә бесим ишлитишкә чақирди.

Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң канада баш министири пол мартинға сунған хетидә, " мәзкур тәшкилат сизниң хитайға қилған зияритиңиздин пайдилинип, канада-хитай мунасивәтлирини техиму кәскин усулда тәрәққий қилдуришиңизни үндәйду." Дәп көрсәткән.

Бу хәттә йәнә, канаданиң хитай билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдурушта, кишилик һоқуқ мәсилисиниң наһайити кәскин вә мустәһкәм һалда әң алдинқи күнтәртипкә қоюлидиған мәсилә болиши тәкитләнгән.

Канададики бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчиләр канада һөкүмитиниң хитай билән болған сода мунасивитини дәп хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисигә аҗиз позитсийә тутиватқанлиқини әйиблимәктә.

Канада баш министири пол мартин йеқинда асия сәпирини башлап, 1 - айниң 20 - күнидин 23 - күнигичә хитайда зиярәттә болмақчи. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.