Америка ташқи ишлар министирлиқи мушу һәптә ичидә йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилиду. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң буш һөкүмитидики әмәлдарларниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ доклатида хитай кишилик һоқуқ хатирисини йәнә тәнқид қилидикән. Бирақ америка һөкүмити, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң келәр айдики җәнвәдә чақирилидиған кишилик һоқуқ йиғинида, хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилиш лаһийиси оттуриға қоюш яки қоймаслиқни техи қарар қилмиған.
Америка тйәнәнмин вәқәсидин кейин б д т кишилик һоқуқ йиғинида һәр йили дегүдәк хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилиш лаһийисини оттуриға қоюп кәлди. Бирақ бу лайиһиләр хитайниң кишилик һоқуқ комитетидики дипломатик паалийитиниң нәтиҗисидә әза дөләтләр тәрипидин қобул қилинмиған. Ташқи ишлар министирлиқи өткән йили елан қилған доклатида, хитай кишилик һоқуқ хатирисини "начар" дәп тәриплигән иди.
Ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар, бу йилму хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң "начар" дәп тәриплинидиғанлиқини билдүргән.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайлар америка ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлардин хитайни тәнқид қилиш лайиһиси оттуриға қоймаслиқни тәләп қилип, буниң хитай - америка мунасивитигә зәрәр йәткүзидиғанлиқини агаһландурған.
Бирақ америка ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар, кишилик һоқуқ мәсилисини хитай - америка мунасивитидики башқа мәсилиләр билән четивалмаслиқни үмид қилидикән. Бейҗиң һөкүмити 2003 - йили рабийә қадирни өз ичигә алған түрмидики бәзи сияси мәһбусларни қоюп беридиғанлиқини вәдә қилғандин кейин, америка һөкүмити шу йилқи кишилик һоқуқ йиғинида хитайни тәнқид қилиш лайиһиси оттуриға қоймиған. Амма кейин америка хитайни сияси мәһбусларниң қоюп бериш тоғрисидики вәдисигә әмәл қилмиди, дәп әйиблигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң чаған алдида 200 кишини атқанлиқини әйиплиди
- Чеграсиз мухбирлар тәшкилати б д т ниң хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини баһалашқа қатнаштурғанлиқини әйиплиди
- Америка хитайниң рабийә қадирни қоюп беришни тәләп қилди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
- Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
- Канада вә хитай йиллиқ кишилик сөһбитиниң даирисини кеңәйтишкә келишти
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди