Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси америкини үмидсизләндүрди
2005.02.28
Америка ташқи ишлар министирлиқи дүшәнбә күни дуняниң 2004 - йилдики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң 2004 - йилдики тәрәққияти вә бу саһәдики һәмкарлиқи кишини үнмидсизләндүриду, дәп көрсәтти.
Америка ташқи ишлар министирлиқи, хитай һөкүмитини 2002 - йилдики хитай - америка кишилик һоқуқ сөһбитидә америкиға бәргән вәдисини орунлимиди, дәп әйиблигән. Хитай һөкүмитиниң терорчилиққа қарши турушни баһанә қилип, тинч вә мөтидил уссуллар арқилиқ ухшимиған көз қаришини ипадилигән уйғурларниң бастурулғанлиқини шундақла ташқи дуняниң хитай кишилик һоқуқ хатирисини назарәт қилишиға йол қоймиғанлиқини тилға алған.
Ташқи ишлар министйирлиқиниң доклатида көрситилишичә, хитай һөкүмити өткән йили сияси өктичиләрни, өктичиләрниң адвукатлирини, әйдиз кесәллиригә ярдәм қилғучиларни, диний затларни, мухбирларни, охшимиған көз қараштики зиялиларни шундақла ишчилар һәрикитиниң рәһбәрлирини давамлиқ тутқун қилған.
Ташқи ишлар министирлиқи хитай даирилириниң мәһбусларға тән җазаси бериватқанлиқини тәнқид қилип, гәрчә кишилик һоқуқни қоғдаш вә һөрмәт қилиш хитай асаси қануниға киргүзүлгән болсиму бирақ, бейҗиң даирилириниң мәзкур қанун маддисиға қайси дәриҗидә әмәл қилидиғанлиқи йәнила айдиң әмәс, дәп тәкитлигән. Амма бейҗиң һөкүмити, хитай кишилик һоқуқ хатириси тоғрисидики тәнқидләрни рәт қилип кәлмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитай әдлийә органлирини тәнқид қилди
- Америка кишилик һоқуқ доклатида хитайни тәнқид қилиши мумкин
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң чаған алдида 200 кишини атқанлиқини әйиплиди
- Чеграсиз мухбирлар тәшкилати б д т ниң хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини баһалашқа қатнаштурғанлиқини әйиплиди
- Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Америка авам палатаси хитайниң кишилик һоқуқ вә пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни әйиплиди