Америка хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдикән
2005.03.17
Америка һөкүмити бу йил җәнвәдә ечиливатқан б д т кишилик һоқуқ комитетиниң йиллиқ йиғинида, хитайниң кишилик һоқуқини әйипләйдиған қарар лайиһиси сунмаслиқни қарар қилди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америкиниң йиғинға қатнишиватқан вәкили кишилик һоқуқ комитетидики башқа әза дөләтләргә америкиниң бу қарарини йәткүзгән. У хитайниң өткән бир йил җәрянида, кишилик һоқуқ саһәсидә америка үмид қилған бәзи илгириләшләрни қолға кәлтүргәнлики үчүн, бу йил хитайни әйипләйдиған қарар лайиһиси сунмайдиғанлиқини билдүргән . Әмма у америкиниң давамлиқ түрдә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилидиғанлиқини көрсәткән.
Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси нурғун йиллардин бери, б д т кишилик һоқуқ комитетида муназирә қилинидиған муһим темиға айланған болуп, америка көп йиллардин бери хитайниң кишилик һоқуқини әйипләйдиған қарар лайиһиси сунуп кәлгән иди. Бирақ, хитай һөкүмити йеқинқи йеллардин боян, б д т кишилик һоқуқ комитетида йитәрлик қоллашқа еришип, җазаға учраш тәғдиридин қутулалиған.
Бирақ, кишилик һоқуқ тәшкилатлири б д т кишилик һоқуқ комитетиниң хитайни әйиплимәйватқанлиқини тәнқид қилмақта. Мәлуматларға қариғанда, дүшәнбә күни җәнвәдә башланған б д т кишилик һоқуқ комитетиниң йиғини җәрянида, бир қисим тибәтләр, уйғурлар вә башқа кишилик һоқуқ паалийәтчилири җәнвәгә берип, хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүшни пиланлимақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқини әйиблиди
- Америка хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидики мәйданида чиң турди
- Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси америкини үмидсизләндүрди
- Америка кишилик һоқуқ доклатида хитайни тәнқид қилиши мумкин
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң чаған алдида 200 кишини атқанлиқини әйиплиди