Америка ташқи ишлар министирлиқи, хитайдики кишилик һоқуқ тоғрисида йиллиқ доклат елан қилди
2005.03.28
Америка ташқи ишлар министирлиқи дүшәнбә күни доклат елан қилип, америка һөкүмитиниң һәр қайси дөләтләрдики, җүмлидин хитайдики кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш үчүн көрсәткән тиришчанлиқлирини изаһлиди.
Доклатта, хитай һөкүмитиниң давамлиқ түрдә өз һакимийитигә вә дөләт муқимлиқиға тәһдид дәп қариған сиясий, диний вә иҗтимаий гуруппиларни, шундақла шәхсләрни бастуриватқанлиқии көрситилгән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида, хитай һөкүмитиниң давамлиқ түрдә пуқраларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилватқанлиқи тәкитләнгән. Доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң өз алдиға паалийәт елип барған диний, сиясий тәшкилатлар вә шәхсләрни бастуриватқанлиқи, мәһбусларни давамлиқ қийин- қистаққа еливатқанлиқи алаһидә әскәртилгән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдикән
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқини әйиблиди
- Америка хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидики мәйданида чиң турди
- Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси америкини үмидсизләндүрди
- Америка кишилик һоқуқ доклатида хитайни тәнқид қилиши мумкин