Америка дөләт мәҗлисидики затлар хитай кишилик һоқуқ хатириси бойичә ақ сарайни әйиплиди
2005.04.01
Америка дөләт мәҗлисиниң әзаси кристофир симс, буш һөкүмитиниң җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида, хитай кишилик һоқуқ хатирисидики мәҗбури бала қирдуруш, тән җазаси бериш, диний бастуруш қатарлиқ қилмишларни тәнқид қилиштин ваз кәчкәнликини әйиплиди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи йеқинда хитай кишилик һоқуқ хатирисидики бәзи илгирләшләрни күздә тутуп, бу йилқи җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида хитайни тәнқид қилиш лайиһиси оттуриға қоймайдиғанлиқини җакарлиған.
Мәтбуатларниң илгири сүрүшичә, америка хитайларниң рабийә қадирни қоюп бериш бәдилигә бейҗиң даирилирини тәнқид қилиш лаһийисидин ваз кәчкән. Амма кристофир симс, рабийә қадирниң қоюп берилишини кишилик һоқуқ җәһәттики илгирләш, дәп қариди. Бирақ у, " раст гәпни қилсам америкиниң хитайни тәнқид қилиш лаһийисидин ваз кәчкәнликигә қошулмаймән, деди. Хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш һәрикитигә дөләт мәҗлисидә әндишиниң күчийитиватқанлиқини тәкитлигән кристофир симс, "кишилик һоқуқ мәсилисигә содини арлаштуруш болмиғур әһвал," дәп көрсәтти.
Кристофир симс, хитайниң һөкүмитиниң "бир пәрзәнт көрүш сиясити" ни тәнқид қилған. У, бу сиясәт бойичә "милйонлиған кишиләрниң бала қирдуруш шундақла бала чүшүрүшкә мәҗбурланған" лиқини тәкитлиди. Амма америкиниң җәнвәдики баш әлчиси кәвин молей, буш һөкүмитиниң сияситини ақлиған. Молей, " биз болмиди дегәндә уларниң хәлқара җәмаәтни һөрмәт қилиш үчүн, хитай билән сөһбәт елип бериватимиз," дегән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алтә әң мустәбит һакимийәт, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң әзаси
- Америка ташқи ишлар министирлиқи, хитайдики кишилик һоқуқ тоғрисида йиллиқ доклат елан қилди
- Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси америкини үмидсизләндүрди
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитай әдлийә органлирини тәнқид қилди
- Чеграсиз мухбирлар тәшкилати б д т ниң хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини баһалашқа қатнаштурғанлиқини әйиплиди