Явропа иттипақи, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида җиддий қайғусини ипадилиди


2006.12.11

Келәр йили хитай билән йеңи бир истратегийилик һәмкарлиқ үчүн сөһбәт башлаш тоғрисида қарар бериш алдида турған явропа иттипақи, дүшәнбә күни кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийити тоғрисида җиддий қайғусини ипадилиди. явропа иттипақи шундақла хитайға қаритилған қорал имбагосиниң бикар қилиниши үчүн оттура қоюлға шәртләрдин вазкәчмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

явропа иттипақи ташқи ишлар министирлириниң бирюсилда өткүзгән йеғинида, бейҗиң һөкүмитиниң хитай пуқралириниң иқтсадий җәһәттәки һоқуқини кеңәйтиш һәрикитини һәмдә әдлийә системисини ислаһ қилиш тоғрисидики вәдисини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүргән. Лекин улар кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийити һәққидә қайғулириниң давамлишидиватқанлиқини тәкитлиәп, хитайда мәтбуат әркинлики, сөз әркинлики, диний әркинлик мәсилисидә һечқандақ өзгириш мәйданға кәлмигәнликини һәмдә азсанлиқ милләтләргә қаритилған бесимниң һәмдә өлүм җазасиниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқини алаһидә әскәрткән.

явропа иттипақиға әза 25 дөләтниң ташқи ишлар министирлири хитай һөкүмитидин хәлқара иҗтимаий вә сиясий һоқуқлар келишимини тездин имзалашқа чақирған. явропа иттипақи шундақла 1989‏- йили йүз бәргән тйән әнмин оқуғучилар һәрикитиниң бастурулушидин кейин хитайға қарита йолға қоюлған қорал имбаргосиниң, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийтидә өзгириш мәйданға кәлмигичә, бикар қилинмайдиғанлиқини әскәрткән.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай билән явропа иттипақи оттурисида йеңи вә кәң даирилик һәмкарлиқ қуруш тоғрисида елип берилидиған сөһбәтләр, январ ийида башлайдикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.