Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди


2007.08.30

Хитайда зиярәттә болуватқан әнгилийиниң африқа, асия вә б д т ишлири минстири маллок бравн, хитай рәһбәрлиридин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, маллок бравн, хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбәтлиридә " әгәр хитай һөкүмити кишилик һоқуқ хатирисини яхшилимиса, бу келәр йили бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йиғиниға сәлбий тәсир йәткүзиду " дегән.

Маллок бравн, пәйшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида," хитай һөкүмитигә кишилик һоқуқ мәсилисидә наһайити муһим қәдәмләрни ташлишиниң зөрүрлүкини әслитишимиз керәк. Хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбәтлиримдә, әгәр кишилик һоқуқ мәсилилири дегәндәк бир тәрәп қилинмиса, буниң олимпик вә хитайниң хәлқарадики етибариға қандақ тәсир йәткүзидиғанлиқини оттуриға қойдум" деди.

У, шундақла хитай һөкүмитидин, дарфур мәсилисидә судан һөкүмитини сөһбәт үстилигә кәлтүрүш үчүн ярдәм беришини тәләп қилғанлиқини, тәкитлиди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.