Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
2008.01.31
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни елан қилған йиллиқ доклатида, хитайниң сөз қилиш әркинлики, аял - балилар һоқуқи қатарлиқ мәсилилири үстидә тохталди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатини елан қилиш мунасивити билән мәхсус баянат елан қилған болуп, баянатта "гәрчә хитай һөкүмити илгири, өзлириниң олимпик мурасимини өткүзүш салаһийитини қолға кәлтүрсә, кишилик һоқуқни чоқум яхшилайдиғанлиқи тоғрилиқ вәдә бәргән болсиму, бирақ әмилйәттә хәлқниң әң әқәллий һоқуқлириғиму сәл қаримақта вә тосқунлуқ қилмақта " дәп оттуриға қойди.
Баянатта ейтилишичә, олимпик әслидә, хитайниң пүтүн дуняға хәлқниң кишилик һоқуққа һәқиқий түрдә еришкәнликини намайән қилидиған тарихи бир пурсәт болуп, хәлқара җәмийәтләр хитай рәһбәрлиригә олимпик шәртлири астида бесим ишлитип, хәлқни кишилик һоқуққа игә қилишни мәқсәт қилмақта икән.
Хитайниң олимпик мурасимини өткүзүш салаһийитигә игә әмәс икәнликини изчил түрдә тәкитләп келиватқан хәлқара тәшкилатлар қатарида, дуня уйғур қурултийиму бар болуп, мәзкүр тәшкилат, хитайниң олимпик мусабиқиси өткүзүшини байқут қилиш үчүн түрлүк паалийәтләрни елип бармақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мухбирларни қоғдаш комитети хитайдин түрмә ичидики мухбирларни қоюп беришни тәләп қилди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң аял - балиларниң мәнпәәтини қоғдаш йиғини ечилди
- Хитай 'шәһванийлиққа қарши туруш' дегән нам билән кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Голландийидики олимпик вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики йиғин хитайни биарам қилди
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқи саһәсидики тәнқидини рәт қилди
- явропа парламенти хитайдин сиясий мәһбусларни қоюп беришни тәләп қилди
- Әнгилийә баш министири бровин хитай вә һиндистанға қаратқан зияритини башлиди
- Голландийә ташқи ишлар министирликиниң бейҗиң олимпикини байқут қилиш юмулақ үстәл йиғинида уйғур мәсилиси диққәтни тартти