Шимали корийә ядро қораллардин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди
2004.09.19
Шимали корийә һөкүмәт ахбарат агентлиқиниң алдинқи күни хәвәр қилишичә, шимали корийә даирилири америкиниң шимали корийәгә қаритилған сиясити өзгәрмигичә, пйоңяңниң ядро қораллар пиланидин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди.
Шимали корийә һөкүмәт ахбарат агентлиқи, америкини җәнубий корийиниң ядро қоралларни тәрәққи қилдуруш пилани мәсилисидә қош өлчәм қолланди дәп тәнқидлигән. Франсийә ахбарат агентлиқиниң шимали корийә һөкүмәт ахбарат агентлиқидин нәқил кәлтүрүшичә, пйоңяң даирилири, әгәр америка шимали корийәгә қаратқан сияситини өзгәртмисә, пйоңяң шимали корийә ядро мәсилилири бойичә елип берилидиған 6 дөләт сөһбитиниң келәр қетимқи йиғиниға иштирак қилмайду дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити йеқинда 9 - айниң ахири өткүзүлидиған 6 тәрәп сөһбитиниң өз вақтида өткүзүлүши интайин қийинлиқини елан қилған иди. японийә баш министири койзуми, нөвәттә 6 тәрәп сөһбитиниң конкирит күнтәртипи техи ениқ әмәсликини, чүнки шимали корийиниң һазирғичә ениқ җаваб бәрмигәнликини илгири сүргән. Шимали корийә ядро қораллар мәсилиси бойичә 6 тәрәп сөһбитигә қатнишидиған дөләтләр америка, росийә, хитай, японийә, җәнубий вә шимали корийәләрни өз ичигә алиду. Җәнубий корийә ташқи ишлар министири бан ки - мун, шимали корийә мәсилиси җәнубий корийә призденти ро - му- хюнниң дүшәнбә күни русийигә қилидиған зияритиниң күнтәртипидики муһим мәсилиләрниң бири дәп көрсәтти. Ро - му - хюн йәкшәнбә күни қазақистанни зиярәт қилған. (Әркин)