Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди


2004.10.18

Шималий корийиниң иккинчи нумурлуқ рәһбири, алий хәлқ парламенти даимий һәйәт комитетиниң башлиқи ким юңнәм дүшәнбә күни бейҗиңға йитип келип, хитайға қилидиған үч күнлүк достлуқ зияритини башлиди. Хитай һөкүмитиниң бу пурсәттин пайдилинип шималий корийигә алтә тәрәп сөһбәт үстилигә қайтип келишкә бесим ишлитиши мөлчәрләнмәктә.

Фирансийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ким юңнәм зиярити җәрянида хуҗинтав қатарлиқ хитай дөләт рәһбәрлири билән сода алақә вә шималий корийә ядро мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзидикән. Бирақ хитай һөкүмити униң зиярити һәққидики тәпсилий мәлуматларни ашкарилимиған.

Хәвәргә қариғанда, шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилиш йолидики алтә тәрәп сөһбити үч қарар өткүзүлгәндин кийин, шималий корийә бу йил 9 - айда пиланланған бейҗиңдики төтинчи қарар сөһбәткә қатнишишни рәт қилған. Гәрчә шималий корийә, җәнубий корийиниң талаш - тартиштики ядро тәтқиқат программисини елип барғанлиқи вә америкиниң шималий корийигә дүшмәнлик позитсийидә болғанлиқи үчүн сөһбәткә қатнишишни рәт қилғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ анализчилар пйоңяңниң америка президент сайлиминиң аяқлишишини күтиватқанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.