Шималий корийә өзиниң ядро қоралға игә икәнликини елан қилди
2005.02.10
Шималий корийә һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, өзиниң ядро қоралларға игә икәнликини түнҗи қетим елан қилди һәмдә шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилиш йолидики алтә тәрәп сөһбитигә йеқин кәлгүсидә қатнишишни рәт қилди.
Шималий корийиниң ташқи ишлар министирлиқи корийә мәркизи ахбарат агентлиқида елан қилған баянатида: "биз буш һөкүмитиниң шималий корийини ялғуз қалдуруш вә боғуштәк дүшмән сияситигә тақабил туруп, өзимизни қоғдаш үчүн, ядро қоралларни ишләпчиқардуқ" дәп билдүргән.
Шималий корийә даирилири йәнә, америка һөкүмитиниң шималий корийигә қаратқан дүшмәнлик сиясити сәвәбидин, алтә тәрәп сөһбитигә қатнишишни рәт қилидиғанлиқини көрсәтти.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка ташқи ишлар министири кондилиза райис буниңға дәрһал инкас қайтуруп, бу қилмиш, шималий корийини хәлқарада техиму ялғуз қалдуриғанлиқини көрсәтти.
У сөзидә : "америка һөкүмитиниң шималий корийигә һуҗум қилиш нийити йоқ. Биз уларға аллиқачан ядро қорал ясаш пиланидин ваз кәчсә, көп тәрәплимә бихәтәрликигә капаләт қилидиғанлиқимизни йәткүзгән" деди.
Шималий корийә ядру мәсилисини һәл қилиш йолидики алтә тәрәп сөһбитигә қатнишиватқан русийә, японийә вә җәнубий корийиму, шималий корийиниң бу баянатидин қаттиқ әпсусланғанлиқини ипадилиди. Хитай һөкүмити болса, алтә тәрәп сөһбитини давамлаштурушни үмид қилидиғанлиқини көрсәтти.
Шималий корийә ядро кризиси 2002 - йили өктәбирдә партлиған. Америка һөкүмәт даирилири шималий корийиниң хәлқара келишимләргә хилап һалда уран чекиләш программисини мәхпий елип бериватқанлиқини билдүрүп, шималий корийигә бериватқан нефит ярдимини тохтитивәткәндин кийин, шималий корийә хәлқара ядро қоралларни кеңәйтмәслик келишимидин чекинип чиққан вә ядро программисини башлиған.
Хәвәргә қариғанда, америка даирилири алтә тәрәп сөһбитигә қатнишиватқан һәр қайси дөләтләр сөһбәт өткүзүп, кейинки қәдәмдики пиланни музакирә қилидикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Хитай иранниң ядро мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа қарши чиқти
- Иран, б д т бихәтәрлик кеңишидин өзини қачурушта хитайниң ярдимигә еришкәнликини ейтти
- Путин русийиниң йеңи типтики ядро бомба сестимиси ясаватқанлиқини ейтти
- Иран ядро мәсилисидә хитайниң қоллишиға еришти
- Колин повел ли җавшиң билән шималий корийә вә иран мәсилисини музакирә қилди
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди
- Шимали корийә ядро қораллардин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди
- Шималий корийә һөкүмити 9 - сентәбирдики чоң партлаш һәққидә чүшәндүрүш бәрди