Америка, шимали корийә билән бивастә сөһбәт елип беришни рәт қилди
2005.02.11
Америка президент ишханиси ақ сарай, җүмә күни шимали корийә билән бивастә сөһбәт елип беришни рәт қилип, америкиниң район характерлик 6 тәрәп сөһбити елип бериш тәрәпдари икәнликини билдүрди.
Буниңдин сәл илгири шимали корийиниң б д т да турушлуқ муавин баш әлчиси , америка билән бивастә сөһбәт өткүзүш вашингтонниң шимали корийигә болған дүшмәнлики өзгәргәнликидин дерәк бериду, дәп көрсәткән. Ақ сарайниң баянатчиси микклилан, америкиниң 6 дөләт сөһбәт рамкисиниң сиртида шимали корийә билән бивастә сөһбәт елип бармайдиғанлиқини билдүрди. Миккилилан мундақ дәйду: " шимали корийиниң 6 дөләт сөһбити җәрянида биз билән бивастә учрушиш пурсити көп болиду. Бундақ пурсәтләр илгириму көп учриған".
Пйоңяң пәйшәнбә күни шимали корийини ядро қораллардин хали қилиш йолидики 6 дөләт сөһбитидин чекинип чиққанлиқини җакарлап, ядро қоралларға игиликини елан қилған. Бу шимали корийә даирилириниң тунҗи қетим ядро қораллириға игилиқини елан қилиши болуп һесаблиниду.
Көзәткүчиләр, пйоңяңниң һәрикити шимали корийини хәлқарада техиму йетим әһвалға чүшүрүп қойиши мүмкин, дәп қаримақта. Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфилд, шимали корийиниң һакимийәт характиридин алғанда униң ядро қоралларға иги болуши кишини әндишигә салиду, дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийә өзиниң ядро қоралға игә икәнликини елан қилди
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Хитай иранниң ядро мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа қарши чиқти
- Иран, б д т бихәтәрлик кеңишидин өзини қачурушта хитайниң ярдимигә еришкәнликини ейтти
- Путин русийиниң йеңи типтики ядро бомба сестимиси ясаватқанлиқини ейтти
- Иран ядро мәсилисидә хитайниң қоллишиға еришти
- Колин повел ли җавшиң билән шималий корийә вә иран мәсилисини музакирә қилди
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди