Икки корийә рәһбәрлири йеқинда алий дәриҗилик учришишқа келишти


2007.08.08

8 ‏- Айниң 8 ‏- күни шималий корийә билән җәнубий корийидин ибарәт икки корийә рәһбәрлири алий дәриҗилик учришиш өткүзүшкә келишти. Бирләшмә агентлиқиниң сиолдин хәвәр қилишичә, бу икки корийә оттурисида , 1950 ‏- 53 ‏- йиллири йүз бәргән уруш тохтитилғандин буянқи иккинчи қетимлиқ учришиш болуп қалиду. Биринчи қетимлиқ алий дәриҗилик учришишни, 2000 ‏- йилида сабиқ җәнубий корийә президенти, тинчлиқ нобил мукапатиға иришкән ким дайҗоң әмәлгә ашурған иди. Шуниңдин кейин икки корийә оттурисидики чегра районларда көплигән санаәт районлири барлиққа кәлди.

Шималий корийиниң ишсиз қалған әмгәк күчлири ишләш пурситигә игә болди. Шундақла 17 миң адәм көрүшмигили йерим әсрдин ашқан уруқ -туғқанлири билән көрүшүш пурситигә игә болди.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи алий дәриҗилик учришиш келишими шималий корийә атом қораллирини мәний қилиши үчүн мурәссәгә кәлгән вә алтә тәрәп сөһбити корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали районға айландуруш басқучиға қәдәм қойғанда вуҗутқа чиқти. Шималий корийиниң рәһбәрлик һоқуқи атисидин мирас қалған 65 яшлиқ ким йоңелму бу келишимни қобул қилди. Бу учришиш пат -арида шималий корийиниң пинйоң шәһиридә өткүзүлмәкчи. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.