Ким җуң ил, вуйи башчилиғидики хитай вәкиллири билән көрүшти
2005.10.09
Шималий корийә рәһбири ким җуң ил, шималий корийә әмгәкчиләр партийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән, хитайниң муавин баш министири ву йи башчилиғидики вәкилләр өмикиниң зияритини қобул қилди. Бу вәкилләр өмики ким җуң илға, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң тәбрикнамисини йоллиди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ву йи бу қетимлиқ зияритидә асаслиқи шималий корийә ядро мәсилисидики 6 дөләт сөһбитини қандақ илгири сүрүш мәсилисидә музакирилишидикән. Униң билән биргә кәлгән вәкилләр йәнә, шималий корийә ядро мәсилисини бир тәрәп қилишқа қатнашқан әмәлдарлар, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири ву давей вә сода министирлиқиниң хадимлирикән.
Хитай вә шималий корийә һәр иккила тәрәпниң һөкүмәт мәтбуатлирида ядро мәсилиси тилға елинмиған. Шималий корийә өткән ай бейҗиңда өткүзүлгән 6 дөләт сөһбитидә, ядро программисидин ваз кечиш бәдилигә иқтисадий вә енергийә ярдимигә еришишкә мақул болған иди. 5 - Қетимлиқ 6 дөләт сөһбити келәр айниң башлири йәнә бейҗиңда өткүзүлмәкчи. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һәр қайси тәрәпләрни "бирләшмә баянат" ни иҗра қилишқа дәвәт қилди
- Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечиш вәдисигә йеңи шәрт қошти
- Шималий корийә йерим арилида тинчлиқтин үмид пәйда болди
- Шималий корийә ядро қораллар пиланидин ваз кәчкәнликини җакарлиди
- Шималий корийә ядро қораллар сөһбити талаш тартишқа чүшүп қалди