Корла нәшпүти америкиға икиспорт қилиншқа башлиди
2006.10.04
Шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, корла нәшпүти 9 - айниң 28 - күнидин башлап америкиға икиспорт қилинишқа башлиған. Корла нәшпүтини икиспорт қилиш һәққидики сөһбәт 1993 - йилидин башлап хитай билән америка оттурисида 13 йил давамлашқандин кейин, америкиниң йеза игилик министирлиқиға қарайдиған һайванатларни вә үсүмлүкләрни саламәтлик җәһәттин тәкшүрүш оргини йеқинда хитайниң америкиға икиспорт қилидиған үсүмлүкләрни тәкшүрүш -карантин қилиш оргининиң пиланини рәсмий тәстиқлиған.
Йеқинда америкиға икиспорт қилинишқа башлиған бухил нәшпүт корлиниң алаһидә мәһсулати. Корлашәһири даирисидә һазир 23 миң 333 гектар йәрдә нәшпүтлик бағ бар. Униң йиллиқ мәһсулати тәхминән 120 миң тонниға йетиду. Мунасивәтлик материялларда баян қилинишичә, уйғурлар корла районида 1500 йилдин буян нәшпүт өстүрүп, униң сортини өзлүксиз яхшилап, корла нәшпүтини уйғур юртлиридики мивиләр ичидә пости непиз, ширин-шәрбәтлик, хуш пурақлиқ, тәми тилдин кәтмәйдиған әң мәшһур сорт қилип йетиштүрүп чиққан.
Шинҗаң хәвәр торида баян қилинишичә, корла нәшпүти һазир 2300 тонна нәшпүт сақлиялайдиған искилати бар 'топу йеза игилик мәһсулатлири ширкити' дәп атилидиған бир хитай ширкити тәрипидин икиспорт қилинишқа башлиған. Икиспорт қилинған нәшпүт кириминиң 25% и корла деһқанлириға тәвә болидикән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка- хитай сода мунасивитини қайта тәлтөкүс мөлчәрләш керәк
- Америкидики бир қисим парламент әзалири хитайни җазалаш һәққидә қанун лайиһисини оттуриға қойди
- Канада һөкүмити хитай ширкитиниң канада дөләт байриқи изникини ишләпчиқиришини чәклиди
- Еванис хитайни пул қиммитини әркин тутушқа чақирди
- Хитай вә шәрқий җәнубий асия дөләтлири әркин сода келишими имзалиди