Косовалиқлар сайлам өткүзди


2007.11.18

Шәнбә күни мустәқиллиқ даваси қиливатқан косовалиқлар сайлам өткүзүп, косованиң сербийә җумһурийитидин айрилип, мустәқил болушини йәнә тәкитлиди.

Б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, косованиң асасий аһалиси һесаблинидиған албанлар бирдәк һалда мустәқиллиқни тәләп қилип, бу сайламда мустәқиллиқни қоллиғучи партийигә аваз бәргән болсиму, бирақ косовада яшайдиған серблар буниңға қарши чиққан һәмдә изчил һалда косованиң мустәқил болушиға қарши туруп кәлмәктә. Косовада яшайдиған сербийиликләр сайламға қатнашмиған.

Тәхминән бир йерим милйон нопуслуқ албанлар косова өлкисиниң 120 орунға игә йәрлик парламентни тәшкилләш салаһийитигә игә. Бу қетим косованиң баш министирлиқ вәзиписини атқуриватқан чеки вәзиписидин истипа бәргән болуп, косовалиқларниң партийилири арисида сайлам риқабәт лири күчлүк болған.

Сайламда косова демократик партийиси үстүнлүкни игилигән болуп, мәзкур партийиниң рәиси,йәни сабиқ косова азадлиқ қошуниниң қоманданлиридин бири һашим әгәр өзиниң косованиң баш министири болса, 12-айниң 10-күнидин кейин косованиң сербийидин айрилип мустәқил болғанлиқини җакарлайдиғанлиқини билдүргән. Чүнки, америка, русийә вә явропа иттипақи бу күни косованиң келәчики һәққидики хуласә доклатни б д т бихәтәрлик кеңишигә йоллайду. Бу қетимқи парламент сайлимиға косовадики 24 партийә қатнашқан болуп, буниң 10 и аз санлиқ милләтләрниң партийиси икән. Косова мустәқиллиқини һазир президентлиқ вәзиписини өтәватқан фатмир сәйдиму изчил қоллиған.

Косова 1999-йилидин етибарән б д т тәрипидин айрим идарә қилиниватқан болуп, бу йәрдә сербийә һөкүмити мәвҗут әмәс. Америка, явропа иттипақи косова мустәқиллиқ лайиһисигә қошулған болсиму, бирақ сербийини қоллайдиған русийә косова мустәқиллиқиға изчил қарши туруп кәлмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.