Америка армийиси хитай - русийә һәрбий маневирини диққәт етибари билән көзитиду


2005.08.04

Америка дөләт мудапиә министирлиқидики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң ашкарилишичә, америка армийиси 8 - айниң 18 - күнидин 25 - күнигичә елип берилидиған хитай - русийә бирләшмә һәрбий маневирини диққәт етибар билән қизиқиш ичидә көзитидикән. Америка армийиси штаб башлиқлар бирләшмисиниң бригада генирали картер хам , америка тинч окян қисимлириниң маневирни күзүтидиғанлиқини билдүрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, у " шүбһисизки бу йәрдә тинч окян райониниң бихәтәрликигә тәсир көрситидиған һәрқандақ нәрсә қизиқишимизни қозғайду," дегән.

Хитай даирилири маниверниң муддиаси һәрбий қисимлар оттурисидики өз ара ишәнч вә һәмкарлиқни илгири сүрүш, дәп көрсәтмәктә. Хитай дөләт мудапиә министирлиқиниң ашкарилишичә, сәндоң йерим арилида елип берилидиған маниверға русийә билән хитайниң тәхминән 10,000 кишилик қошуни қатнишидикән.

Бу арида бейҗиңдики америка әлчиханисиниң сабиқ һәрбий әмәлдари әрик миквадон, хитай генерали җу чиңхуниң әгәр америка тәйвән урушиға арилашса ядро қораллар билән зәрбә беримиз, дегән сөзидин кейин, америка хитай ядро қораллар әслиһәлирини америка инчиклик билән көзүтүш астиға еливатқанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.