Америка ташқий ишлар министири райис курдистанни зиярәт қилди


2006.10.06

Америка ташқий ишларминистири кондилиза райис, җүмә күни шималий ирақтики курдистан райониниң мәркизи әрбилдә курдистан президенти мәсуд барзани билән сөһбәт өткүзди.

Райисниң күрдистан зиярити ирақтики етник, диний вә сиясий гуруһлар арисида мәвҗүт ихтилапларни юмшитип, қирғинчилиққа хатимә беришни мәқсәд қилған бу сәпириниң бир қисими. Мәсуд барзани шуни күни райис билән биргә өткөзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, курдистанниң ирақтин айрилип чиқип мустәқиллиқ җакалаш еһтималини чәткә қақти. У, курдларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бар болсиму, лекин " федирал, демократик вә көп хиллашқан ирақни" тәрәп тутудиғанлиқини билдүрди.

Йеқиндин бери бағдат һөкүмити билән курдистан райони, шималий ирақниң нефит байлиқи вә түркмәнләр көп санлиқни игиләйдиған кәркүк шәһириниң орни мәсилисидә ихтилапқа дуч кәлгәндин кейин, барзани ирақ федиратсийисиниң курдистандики дөләт байрақлирини елип ташлиған. Райис барзани билән түркийигә қарши шималий ирақта қораллиқ паалийәт елип бериватқан курдистан ишчилар партийиси п к к мәсилисини музакирә қилған. Америка түркийиниң п к к мәсилисидә бесимиға учримақта иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.